илһам әлийев виладимир путин билән қарабағ мәсилисини музакирилишидиған болди

русийә пирезиденти виладимир путин бүгүн пайтәхт москвада әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән көрүшиду.

1677710
илһам әлийев виладимир путин билән қарабағ мәсилисини музакирилишидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ сарийи кремил тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, путинниң әлийев билән өткүзүдиған учришишида әзәрбәйҗан, әрменийә вә русийә оттурисида 2020-йили 10- нойабирда қарабағ мәсилисигә алақида түзүлгән келишиминиң йолға қойулуши, иқтисадий мунасивәт вә қатнаш улинишлирини қайтидин орнитиш һәмдә тәрәққий қилдурушқа алақидар мәсилиләрниң музакирә қилинидиғанлиқи билдүрүлди.

учришишта русийә билән әзәрбәйҗан оттурисидики «истратегийәлик» мунасивәтләрниң тәрәққий қилдүрүлишиму музакирә қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر