мустапа шәнтоп моңғулийәниң дөләт байримини  тәбриклиди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустапа шәнтоп моңғулийә дөләт байрими мунасивити билән моңғулийә бүйүк дөләт мәҗлиси рәиси гамбоҗав занданшатарни тәбриклиди.

1673400
мустапа шәнтоп моңғулийәниң дөләт байримини  тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустапа шәнтоп занданшатарға йоллиған тәбрикнамисида, моңғулийә хәлқ инқилабиниң 100 йиллиқи вә моңғулийә дөләт байрими мунасивити билән моңғул хәлқини сәмимий туйғулар ичидә тәбрикләйдиғанлиқини билдүрди.

мустапа шәнтоп түркийә билән моңғулийәниң достлуқи вә парламентлар ара һәмкарлиқиниң хәлқләр оттурисидики ортақ тарих вә күчлүк мунасивәт асасида өз-ара тиришиш арқилиқ техиму тәрәққий қилишини үмид қилидиғанлиқи тәкитләп, «һөмәтлик җанабиңиз арқилиқ моңғулийә бүйүк дөләт мәҗлисиниң һөрмәтлик әзалириға саламәтлик вә утуқлуқ тиләймән, һөрмәт вә саламлиримни йоллаймән» дегән сөзләрни ишләтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر