моңғулийәниң йеңи пирезиденти муәййәнләшти

һакимийәт бешидики моңғулийә хәлқ партийәсиниң рәиси шундақла дөләтниң сабиқ баш министири ухнагийин хурелсух моңғулийәниң йеңи пирезиденти болуп сайланғанлиқини елан қилди.

1655381
моңғулийәниң йеңи пирезиденти муәййәнләшти

түркийә авази радийоси хәвири: моңғулийә сайлам һәйити елан қилған ениқсиз сайлам нәтиҗисигә асасланғанда, ухнагийин хурелсух (түнүгүнки) тәхминән 1 милйон 75 миң сайлиғучи беләт ташлиған сайламда, 820 миңдин артуқ беләткә еришкән.

сайламдики башқа икки кандидаттин мутләқ үстүнлүкни игилигән 52 йашлиқ хурелсух, бу нәтиҗә билән ғәлбисини елан қилди.

хурелсух елан қилған байанатида, «кишиләр маңа болған ишәнчисини намайан қилди. мән пүтүн күчүм билән моңғулийә үчүн хизмәт қилимән» деди.

пирезидентлиқ сайлимиға намзат болуш үчүн йанварда баш министирлиқ вәзиписидин истипа бәргән хурелсух, өктичи демократлар партийәсиниң сабиқ рәһбири содномзундун ерден вә сабиқ парламент әзаси дангасуренгин енхбат билән риқабәткә чүшкән иди.

2019-йили моңғулийәдә асасий қанунға түзитиш киргүзүлгәндин кейин, пирезидентниң қайта сайлиниш һоқуқи болмайдиғанлиқи вә 6 йил вәзипә өтәйдиғанлиқи қарар қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر