түркийә-әзәрбәйҗан кимлик билән сайаһәт қилишни башлайду

түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисида кимлик билән сайаһәт қилиш 1-апрел (2021) дин тартип башлиниду.

1610671
түркийә-әзәрбәйҗан кимлик билән сайаһәт қилишни башлайду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисида имзаланған «кимлик билән сайаһәт қилиш келишими» ниң ички тәстиқлаш мусаписиниң ахирлашқанлиқини вә келишимниң 1-апрелдин башлап иҗра қилинидиғанлиқини елан қилди.

министирлиқниң бу һәқтики йазма байанатида мундақ дейилди:

«2020-йили 10-декабир бакуда имзаланған түркийә җумһурийити һөкүмити вә әзәрбәйҗан җумһурийити һөкүмити оттурисида кимлик билән сайаһәт қилиш келишиминиң ички тәстиқлаш мусаписи, һәр икки дөләттә хуласиләнди.»

байанатта, икки дөләт пуқралириниң әзәрбәйҗан-түркийә оттурисидики сайаһәтлирини паспортсиз, пәқәт кимликлири биләнла қилалайдиғанлиқи әскәртилди.

байанатта йәнә мундақ дейилди:

«җан әзәрбәйҗан билән 2021-йили 1-апрелдин башлап әмәлгә ашурулидиған йеңи бәлгилимә, дөләтлиримиз оттурисидики ‹икки дөләт, бир милләт› дегән сөздә ипадә қилинған күчлүк қериндашлиқ риштилирини техиму мустәһкәмләйду.»  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر