мәвлут чавушоғлу таҗикистанда түркийәлик сода – санаәтчиләр билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу таҗикистанниң пайтәхти душәнбәдики рәсмий зийарити җәрйанида  түркийәлик сода – санаәтчиләр билән көрүшти.

1610167
мәвлут чавушоғлу таҗикистанда түркийәлик сода – санаәтчиләр билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: министир чавушоғлу түркийәлик сода – санаәтчиләр билән өткүзгән учришишида, түркмәнистан, өзбекистан вә қирғизистанни зийарәт қилғанлиқини, андин қазақистан ташқи ишлар министири мухтар тиләбәрди билән көрүшкәнликини әскәртип,  өзара мунасивәтләрни күчәйтишни шундақла оттура асийа вә түрк дунйасиға бәкрәк әһмийәт беришни халайдиғанлиқини ейтти.

мәвлут чавушоғлу тивиттер һесабидики йазмисида, «душәнбәдә биз әң дәсләп таҗикистан билән болған мунасивитимизгә муһим төһпә қошуватқан сода – санаәтчилиримиз билән һәмкарлиқ имканиийәтлирини  музакириләштуқ» деди.

министир чавушоғлу таҗикистан вә афғанистанниң тәң дәриҗилик рийасәтчиликидә өткүзүлидиған «асийаниң қәлби - истанбул мусаписи 9-нөвәтлик министирлар йиғини» ға қатнишиш үчүн таҗикистанда зийарәттә болмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر