түркистан түрк дунйасиниң мәниви пайтәхти болушқа тәййарланмақта

үч йил илгири қазақистан тәрипидин түркистан өлкисиниң мәркизи дәп елан қилинған қәдимий түркистан шәһири, түрк дунйасиниң мәниви вә мәдәнийәт мәркизи сүпитидә қайтидин гүллинишкә йүзләнди.

1609180
түркистан түрк дунйасиниң мәниви пайтәхти болушқа тәййарланмақта

түркийә авази радийоси хәвири: оттура асийаниң исламлишиш мусаписигә зор төһипиләрни қошқан, қазақ ханлиқиға пайтәхт, түрк дунйасиниң мәниви рәһбири хоҗа әһмәд йәсәвигә йурт болған  тәхминән икки миң йиллиқ тарихқа игә түркистан шәһири, йавропа билән асийани өзара туташтурған тарихи йипәк йоли бойиға җайлашқан болуп, йипәк йолиниң мәниви, сийасий вә сода һайатиниң муһим түгүнлириниң бири һесаблиниду.  

һазирқи нопуси икки милйондин ашидиған түркистан өлкиси, 1991- йили қазақистанниң мустәқиллиқини җакарлиши билән бирликтә қайтидин җанлинишқа башлиди.

2018- йили 6- айниң 19- күни қурғучи пирезидент нурсултан нәзәрбайевниң қарари билән мәркәзлик салаһийитигә еришти.

2021- йили 31- март өткүзүлидиған түрк кеңиши дөләт башлиқлириниң ғәйрий рәсмий йиғинида, түркистанға «түрк дунйасиниң мәниви пайтәхти» салаһийитиниң берилиши пиланмақта.


خەتكۈچ: #түркистан

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر