қирғизистанда 3-март дөләт байриқи байрими дағдуғулуқ өткүзүлди

қирғизистанда 3-март дөләт байриқи байрими мунасивити билән мәмликәт миқйасида рәсмий мурасимлар өткүзүлди.

1594238
қирғизистанда 3-март дөләт байриқи байрими дағдуғулуқ өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт бишкәктики байрақ байрими мурасими алато мәйданида өткүзүлди.

дөләт маршини оқуш билән башланған мурасимда, бишкәкниң вақитлиқ шәһәр башлиқи бақтибек кудайбәргенов сөз қилип, «парламент 29 йил илгири 1992-йили 3-мартта қирғизистан дөләт байриқини мақуллиди. бу байрақ мустәқил қирғизистанда тунҗи қетим 1992-йили 5-мартта көктә җәвлан қилдүрүлди. байрақни едил айдарбеков, бәкбосун җайчибеков, сабир ифтаров, җусуп матайев вә мәмәтбек сидиқов қатарлиқ затлар тәййарлиди. дөләт байриқи байрими болса, 2010-йилдин етибарән рәсмий мурасимлар билән тәбриклинип кәлмәктә» деди.

қазақистанниң пайтәхти нур султанда рәсмий зийарәттә болуватқан пирезидент садир җапаровму 3 - март дөләт байриқи байрими мунасивити билән елан қилған тәбрикнамисида, қизил байрақниң дөләтниң мустәқиллиқи вә әркинликигә символ қилинғанлиқини шундақла  қирғизистанниң мәниви қиммәт қарашлири вә тарихий йолини әкис әттүридиғанлиқини тәкитлиди.

қирғизистан пирезиденти садир җапаров әҗдадлириниң әнәнилирини давамлаштуруп, дөләтниң кәлгүси үчүн бирла байрақ астида иттипақлашқанлиқини тәкитләп, хәлқниң дөләт байриқи байримини тәбриклиди.

дөләт байриқи байрими мунасивити билән пуқраларни тәбриклигән баш министир улуқбек марипов болса, байрақниң һәр бир пуқраниң ғурури икәнликини вә вәтәнпәрвәрлик руңи билән дөләт сөйгүсини өз ичигә алидиғанлиқини ейтти.

қирғизистанниң байриқи қизил рәңлик болуп,  оттурида қириқ нурлуқ сериқ қуйаш вә қуйашниң ичидә қирғизларға нисбәтән интайин мәнилик һесаблинидиған чедирниң ториси «түндүк» дегәнни билдүридиған нәқиштин тәркиб тапиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر