өзбекстан бәш дөләткә визисиз сайаһәтни йолға қойди

өзбекстан сайаһәтчиликни тәрәққий қилдуруш мәқситидә бәш дөләтниң пуқралириға қарита йолға қойған 10 күнлүк визисиз сайаһәт бәлгилимиси иҗра қилинишқа башланди.

1592920
өзбекстан бәш дөләткә визисиз сайаһәтни йолға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекстан пирезиденти шәвкәт мирзайев өткән ай (2021-йили феврал) дөләттә сайаһәтчиликни тәрәққий қилдурушқа мунасивәтлик имзалиған қарарнамәни әмәлийләштүргән йеңи бәлгилимигә асасланғанда, бәһрәйн, қатар, күвәйт, умман вә хитай пуқралири өзбекстанда 10 күн визисиз туралайдикән. мәзкур дөләтләр пуқралириниң бу бәлгилимидин пайдилиналиши үчүн үчинчи бир дөләткә йаки өз дөлитигә қайтиш белити болуши керәк икән.

қарарнамә бойичә, хитай пуқралириниң өзбекстанда йәттә күн визисиз туруш һоқуқи 10 күнгә чиқирилған болди.

өзбекстан һөкүмити буниңдин бурун сайаһәтчиликни тәрәққий қилдуруш мәқситидә йолға қойған қарарлар рамкисида, түркийәни өз ичигә алған 86 дөләт хәлқигә, бир айдин үч айғичә охшимиған муддәттә визисиз туруш һоқуқи берилгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر