б д т қибрис мәсилиси тоғрисида йиғин чақиридиғанлиқини уқтурди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) қибрисниң икки тәрипи вә кепил дөләтләрни шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә өзара учраштурушни пиланлаватқанлиқини уқтурди.

1590255
б д т қибрис мәсилиси тоғрисида йиғин чақиридиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) қибрисниң икки тәрипи вә кепил дөләтләр — түркийә, гиретсийә вә әнглийә — ни 27- апрелдин 29-апрелғичә шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә өзара учраштуриду.

б д т баш катипи байанатчиси истефан дуҗарик йазма байанат елан қилип: «баш катип 2021- йили 27- апрелдин 29- апрелғичә шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә қибрис мәсилиси тоғрисидики ғәйрий рәсмий 5 + 1 йиғини ечишни пиланлимақта» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта, йиғинниң мәқситиниң қибрис мәсилисигә йеқин кәлгүсидә үзүл – кесил һәл қилиш чариси тепиш үчүн  һәрқайси тәрәпләрниң ортақ тонуш һасил қилалайдиған- қилалмайдиғанлиқини көрүш икәнликигә ишарәт қилинди.


خەتكۈچ: #қибрис , #б д т

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر