өзбекстан 2023-йили 1-йанвардин башлап латин елипбәсигә өтиду

өзбекстан һөкүмити қәдәмму қәдәм һалда латин елипбәсигә өтүш тоғрисида тәййарланған пилан-тәклипни өз ичигә алған қарарни тәстиқлиди.

1582505
өзбекстан 2023-йили 1-йанвардин башлап латин елипбәсигә өтиду

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекстанда латин елипбәсигә өтүш тоғрисидики қарар тәстиқланди. қарар бойичә, 2023-йили 1-йанвардин башлап өзбекстандики барлиқ идарә-органларниң паалийәтлири вә рәсмий алақиләр латин елипбәси билән болиду. буниңдин башқа, дөләттики барлиқ ахбарат органлири, електиронлуқ таратқулар, хәвәр тор бәтлири, мәтбә вә нәшрийатларму латин елипбәсини ишлитиду.

йуқиридики бәлгиләнгән вақиттин башлап, кимлик, иқамәт вә испатлири, иш қәғәзлири латин елипбәсидә тәййарлиниду. барлиқ коча, йол вә идарә-органларниң исимлири, лозунка-вивискилар, елан-уқтурушларму латин елипбәси бойичә болиду.

бу рамкида, латин елипбә асасидики өзбекчиниң йеңи йезиқ қаидәлири тәййарлинип қобул қилиниду.

һазир өзбекстан дөләт идарә-органлиридики рәсмий алақиләр, кирил елипбәси бойичә болуватқан болуп, мәктәпләр латин елипбәси асасидики өзбекчә китабларни дәрслик қилмақта.

кирил елипбәси билән латин елипбәси тәң қоллиниливатқан өзбекстанда, 1993-йили 2-сентәбир латин елипбәсигә өтүш тоғрисидики қанун лайиһәси қобул қилинған болуп, 31 һәрп бар бу елипбә, 1995-йили 29 һәрплик йеңи латин елипбәсигә алмаштурулди.

өзбекстанда һазирму өзбекчигә әң мас келидиған латин елипбәси тоғрисида бәс-муназирәләр давамлашмақта.

көпинчә мутәхәсисләр 1993-йили қобул қилинған латин елипбәсиниң өзбекчигә әң мувапиқ икәнликини илгири сүриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر