түркийә билән қазақистан мудапиә һәмкарлиқини күчәйтиду

түркийә билән қазақистан мудапиә санаити саһәсидики һәмкарлиқини күчәйтиш мәсилилирини музакирә қилди.

1577726
түркийә билән қазақистан мудапиә һәмкарлиқини күчәйтиду

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, мудапиә саһәсидики һәмкарлиқни күчәйтишниң музакирә қилинғанлиқини билдүрди.

байанатқа асасланғанда, түркийә муавин дөләт мудапиә министири муһсин дәрә икки күнлүк қазақистан зийарити җәрйанида қазақистан дөләт мудапиә министири нурлан йәрмәкбайев билән көрүшкән.

көрүшүштә, икки дөләт оттурисидики мудапиә санаити саһәсидики шерикликләр вә һәрбий тәлим-тәрбийә саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш мәсилилири музакирә қилинған.

қазақистан билән түркийәниң көп тәрәплик истратегийәлик мунасивәтлириниң давамлиқ тәрәққий қилдурулдиғанлиқи билдүрүлгән байанатта, көрүшүштә, түркийәниң чоң мудапиә ширкәтлири билән һәмкарлиқ орнитиш мәсилилириниңму күнтәртипкә кәлгәнлики қәйт қилинди.

министир дәрә вә униң һәмраһлиқидики һәйәтниң, қазақистан санаәт вә ул-әслиһә тәрәққий қилдуруш министири бәйбит атамкулов биләнму көрүшкәнлики билдүрүлди.

қазақистан тәрәп вухән вируси(Kovid-19)  ға қарши турушта қилған йардәм сәвәбидин түркийәгә рәһмәт ейтқан көрүшүштә, икки дөләт ортақ ишләпчиқарған оптик вә радийо електиронлуқ саһәсидики һәрбий мәһсулатларни ишләпчиқиришта қолға кәлтүргән мувәппәқийәтләр алаһидә тилға елинди.

түркийә муавин дөләт мудапиә министири муһсин дәрә қазақистанниң оттура асийада түркийә үчүн муһим шерик дөләтләрдин бири икәнликини әскәртип: «узун вә үнүмлүк учришишларни әмәлгә ашурдуқ. икки қериндаш дөләт оттурисида һәрбий вә техника саһәлиридә нурғун йеңи келшимләрни түзүшни пиланлаватимиз» деди.

түркийә һәйити зийарити җәрйанида, пайтәхткә җайлашқан төт мудапиә санаәт ширкити билән нурсултан нәзәрбайев дөләт мудапиә универстетини зийарәт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر