қарабағда түркийә – русийә ортақ мәркизи паалийәтлирини башлиди

тағлиқ қарабағда уруш тохтитиш келишиминиң иҗра қилинишини көзитидиған түркийә – русийә ортақ мәркизи бүгүн паалийәтлирини башлиди.

1574073
қарабағда түркийә – русийә ортақ мәркизи паалийәтлирини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: тағлиқ қарабағда уруш тохтитиш келишиминиң иҗра қилинишини көзитиш вә контрол қилиш мәқситидә тәшкил қилинған түркийә – русийә ортақ мәркизигә мунасивәтлик келишим лайиһәси 11 – нойабир күни имзаланғаниди.

түркийә, бир генерал вә 38 һәрбий хадим билән  вәзипә өтәйдиған ортақ мәркәз арқилиқ районда уруш тохтитиш келишиминиң изчиллиқи, тинчлиқ вә муқимлиқни сақлашқа һәссә қошиду.

әзәрбәйҗан терротерийәлиридә уруш тохтитишни контрол астиға елиш үчүн, түркийә – русийә ортақ мәркизи, ишғалдин азад қилинған ағдам шәһиридә қурулди.

келишим имзаланғандин буйан, түркийә – русийә һәйәтлири, мәркәзниң қурулуши үчүн ортақ хизмәт ишләвататти. қурулуши тамамланған вә түркийә – русийә әскәрлири вәзипә өтәйдиған ортақ мәркәз, бүгүндин етибарән паалийәтлирини башлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر