деңиз қарақчилириниң һуҗумида қаза қилған фәрман исмаиловниң җиназиси әзәрбәйҗанға йолланди

нигерийәгә һуҗумға учриған «мозарт» намлиқ парахотиниң әзәрбәйҗанлиқ хадими фәрман исмаиловниң җиназиси әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуға әвәтилди.

1571928
деңиз қарақчилириниң һуҗумида қаза қилған фәрман исмаиловниң җиназиси әзәрбәйҗанға йолланди

түркийә авази радийоси хәвири: габонниң пайтәхти либревилдин әтигәндә түркийә авиатсийә ширкити (THY) гә тәвә нөвәтчи айропилан билән истанбул айродорумиға елип келингән фәрман исмаиловниң җиназиси айропиландин чүшүрүлди.

рәсмийәтләрдин кейин униң җиназиси саәт 07.30 дә түркийә авиатсийә ширкити (THY) гә тәвә «TK0332» нумурлуқ истанбул-баку нөвәтчи айропилани билән йүрти бакуға дәпнә қилиниши үчүн йолланди.

либерийә байриқи астидики «мозарт» намлиқ парахот 23 - йанвар нигерийәниң лагос деңиз қирғиқидин 180 мил йирақлиқта деңиз қарақчилириниң һуҗумиға учриған иди.

лагостин җәнуби африқиниң кеп товн шәһиригә қарап кетиватқан парахоттики 19 кишилик парахот хадимлиридин әзәрбайҗанлиқ  парахот хадими фәрман исмаилов өлтүрүлгән вә башқа 15 хадим тутуп кетилгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر