қазақистандики сайламларниң ғәйрий рәсмий нәтиҗилири төвәндикичә:

қазақистанда өткүзүлгән парламент әзалири сайлимида, һакимийәт  бешидики нур отан партийәси биринчи орунға өтти.

1561068
қазақистандики сайламларниң ғәйрий рәсмий нәтиҗилири төвәндикичә:

түркийә авази радийоси хәвири: демократийә институти тәрипидин шәһәрләрдә 263 вә  йезиларда 237 болуп, җәмий 500 сандуқта елип берилған тәкшүрүш нәтиҗилиригә асасланғанда,  һакимийәт бешидики нур отан партийәси %72.1 авазға еришип, биринчи орунға өткән. ақ йол демократлар партийәси %10.27 аваза еришип иккинчи вә қазақистан хәлқ партийәси %9.54 авазға еришип үчинчи болған.

тәкшүрүшкә 20 миң сайлиғучи қатнашқан.

җамаәт пикри тәтқиқат орни тәрипидин елип берилған йәнә бир тәкшүрүшкә асасланғанда, нур отан партийәси %71.97 авазға еришип биринчи болған, ақ йол демократлар партийәси %10.18 авазға еришип иккинчи вә  қазақистан хәлқ партийәси %9.03 авазға еришип үчинчи болған.

бу арилиқта қазақистанниң қурғучи пирезиденти нурсултан назарбайев беләт ташлаш тәкшүрүши нәтиҗисидин кейин, пайтәхттики нур  отан партийәсиниң сайлам мәркизини зийарәт қилди.

гәрчә назарбайев 2019 - йили 19 - мартта президентлиқ вәзиписидин истипа бәргән болсиму, һакимийәт бешидики нур отан партийәсиниң рәислик вәзиписини давамлаштуруп кәлмәктә.

қазақистан мәркизи сайлам комитети беләт ташлаш нисбитиниң шу йәрниң вақти 22:00 гичә %63.3 кә йәткәнликини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر