қазақистан хәлқи кәлгүси 5 йил бойичә вәзипә өтәйдиған парламент әзалирини сайлимақта

қазақистан хәлқи кәлгүси 5 йил бойичә вәзипә өтәйдиған парламент әзалирини сайлаш үчүн беләт ташлашқа башлиди.

1560704
қазақистан хәлқи кәлгүси 5 йил бойичә вәзипә өтәйдиған парламент әзалирини сайлимақта

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистанда руйхәткә елинған 12 милйон сайлиғучи  болуп, қазақистан парламентиниң төвән қанити болған мәҗлистә кәлгүси 5 йил бойичә вәзипә өтәйдиған йеңи парламент әзалирини  сайлаш үчүн шу йәрниң вақти 07:00 дин етибарән беләт ташлаш башланди.

чәтәлдә йашайдиған қазақистан пуқралириму охшаш вақитта беләт ташлашни башлиди.

сайламда һакимийәттики нур отан партийәсидин 126, ақ йол демократлар партийәсидин 38, қазақистан хәлқ партийәсидин 113, авил (йеза) хәлқ демократик партийәсидин 19 вә адал (сәмимийәт) партийәсидин 16 болуп, җәмий 312 намзат риқабәтлишиду.

мәмликәт миқйасидики беләт ташлаш җәрйани шу йәрниң вақти 20:00 дә ахирлишиду.

парламент вә кеңәш палатасидин тәркиб тапқан икки қанатлиқ қурулмиға игә қазақистан парламенти, асасий қанун бойичә «дөләтниң әң йуқири қанун чиқириш оргини» дәп тәриплиниду.

парламентниң төвән қанити болған мәҗқлис 107 парламент әзасидин тәркиб тапиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر