қирғизистанда һәм пирезидентни, һәм дөләт түзимини бәлгиләш сайлими башланди

қирғизистан хәлқ кәлгүси 6 йил бойичә вәзипә өтәйдиған пирезидентини сайлаш вә дөләтниң башқурулуш шәклини бәлгиләш үчүн сандуқ бешиға барди.

1560614
қирғизистанда һәм пирезидентни, һәм дөләт түзимини бәлгиләш сайлими башланди

түркийә авази радийоси хәвири: тәхминән 6 милйон 500 миң нопусқа игә қирғизистанда, 3 милйон 563 миң 574 сайлиғучи беләт ташлашни башлиди.

сайламда пирезидентлиқ үчүн сабиқ баш министир садир җапаров, сабиқ парламент башлиқи адахан мадумаров, сабиқ дөләт бихәтәрлик комитети башлиқи абдил сәгизбайев вә асасий қанун сот мәһкимисиниң сабиқ әзаси клара соронкулова қатарлиқ 17 намзат риқабәтләшмәктә.

сандуқ бешидики хадимлар сайлиғучиларға тарқатқан икки беләттә, 17 намзатниң исми вә һәммини рәт қилиш катакчиси, шундақла 2010 - йилидин буйан парламент түзүми билән башқуруливатқан дөләт түзимини бәлгиләш үчүн «пирезидентлиқ дөләт түзими», «парламент түзүми» вә «һәммигә қарши» қатарлиқ таллаш катакчилиригиму орун берилди.

пирезидентлиқ сайлимида беләтниң йеримидин бир беләт көп алған намзат сайланған һесаблиниду. әксичә болғанда әң йуқири беләткә еришкән икки намзат иккинчи басқучлуқ сайламға чүшиду.

4 - өктәбир өткүзүлгән парламент әзалири сайлими нәтиҗисиниң бикар қилинишини тәләп қилған өктичи партийә қоллиғучилириниң намайишлири зораванлиққа айлинип кәткәндин кейин пирезидентлиқ бинаси  вә парламент бинаси ишғал қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر