ершат салиһи: террорлуқ тәшкилати кәркүктә зәһәрлик чекимлик​​ арқилиқ йашларни зәһәрлимәктә

ирақ түркмән фиронти (ITC) ниң рәиси ершат салиһи террорлуқ тәшкилати п к к ниң ирақниң кәркүк шәһиридә базарға зәһәрлик чекимлик ​​селиш арқилиқ йашларни зәһәрләшкә башлиғанлиқини билдүрди.

1556388
ершат салиһи: террорлуқ тәшкилати кәркүктә зәһәрлик чекимлик​​ арқилиқ йашларни зәһәрлимәктә

түркийә авази радийоси хәвири: ершат салиһи иҗтимаий таратқу һесабида елан қилған байанатида, узун йиллардин буйан ирақ түркмән фиронти хадимлириға сүйқәст қилип келиватқан терорлуқ тәшкилати п к к ниң бу қетим кәркүктә зәһәрлик чекимлик ​​әткәсчиликини башлиғанлиқи тоғрисидики учурларни һәмбәһирлиди.

ершат салиһи: «террорлуқ тәшкилати п к к кәркүктә зәһәрлик чекимлик ​​содиси башлаш арқилиқ йашларни зәһәрлимәктә» деди.

ирақ түркмән фиронти (ITC) ниң рәиси ершат салиһи ирақтики террорлуқ тәшкилатлириға қарши башланған күрәшниң п к к ниму өз ичигә елиши керәкликини тәкитлиди.

ершат салиһи хәлқарада террорлуқ тәшкилати дәп етирап қилинған п к к ға қарши ирақ һөкүмитиниң мәсулийитини ада қилиши керәкликини вә муһим қәдәмләрни ташлиши лазилиқини тәләп қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر