әлийев: әрменийә төләм төләйду

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, әрменийәниң тағлиқ қарабағқа салған зийини үчүн төләм төләйдиғанлиқини ейтти.

1526575
әлийев: әрменийә төләм төләйду

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, тағлиқ қарабағ һәрбий һәрикити җәрйанида йариланған әскәрләрдин һал сориди.

әрменийәниң ишғал қиливалған җайлардики аһалиләр районлири, мәктәпләр, дохтурханилар, тарихий йадикарлиқлар, мәсчитләр вә қәбристанлиқларни йәр билән йәксан қиливәткәнликини билдүргән әлийев, буларға алақидар көрүнүшләрни елан қилғанлиқлирини ейтти.

у, хәлқарадики кәспий хадимларниң иштирак қилиши билән маддий вә мәниви зийанни һесаблап чиқип, әрменийә үстидин хәлқара сотларға әрз сунилидиғанлиқини қәйт қилған һалда «әрменийә төләм төләйду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر