байрамовниң Twitter сәһиписи тақалди

мәркизи америка қошма иштатлириға җайлашқан аммиви ортақлишиш тор бети Twitter әзәрбәйҗан дипломатийә министири җәйһун байрамовниң сәһиписини тақиди.

1522218
байрамовниң Twitter сәһиписи тақалди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамовниң сәһиписиниң тақилиш сәвәби тоғрулуқ мәлумат берилмәслик билән бир вақитта, сәһипә үстидә, «бу адрес тақалди, Twitter пиринсипларға риайә қилмиған сәһипиләрни тақайду» ибариси орун алди.

 игилинишичә, байрамовниң Twitter сәһиписиниң тақилишиниң сәвәби, униң йеқиндин буйанқи әрменийә билән әзәрбәйҗан оттурисидики тоқунушларға мунасивәтлик бир қисим учурлири болуши мумкин, дәп қаралмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر