б д т да түрк башлиқ

түркийәдин намзат көрситилгән волқан бозқирниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң башлиқлиқиға сайлиниши һәққидә.

1442739
б д т да түрк башлиқ

2020 – йили 17 – ийун күни түркийә алдинқи йили намзат көрсәткән баш әлчи волқан бозқир, 192 дөләттин 178 иниң қоллап аваз бериши билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 75 – нөвәтлик омумий кеңәш башлиқлиқиға сайланди. теги түрк бир дипломатниң бундақ нопузлуқ бир органниң мәсуллиқиға сайлиниши һәқиқәтәнму шан – шәрәплик иштур.

бозқирму әскәртип өткинидәк, сайлам басқучини баштин кәчүрүш асанға тохтимиди.униң намзатлиқи ғәрбий йавропа вә башқа дөләтләр өз гурупписида башланғучта мақулланған болушиға қаримай, гиретсийә, җәнубий қибрис рум һакимийити вә әрменийәниң кейинчә дүшмәнләрчә позитсийә тутуши нәтиҗисидә, илгири омумий кеңәштә алқишлаш усули бойичә сайланған олтуруш мәсули, бу йил аваз бериш усули арқилиқ сайланди. һалбуки, сайламниң нәтиҗилири, түркийәгә қарши  дүшмәнләрчә позитсийә тутқан дөләтләрниң үмидсизлик патқиқиға петип қалғанлиқини испатлап бәрди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ташқи ишлар комитетиниң рәислики вәзиписини өтигән волқан бозқир, 1972 – йилидин етибарән түрлүк дипломатик вәзипиләрни өз үстигә алди. у, асаслиқи ғәрб әллиридә вәзипә өтигән болушиға қаримай, вәзиписиниң тәқәззаси бойичә асийа дөләтлиридиму  дипломатик паалийәтләрни елип барди. түркийә-росийә иҗтимаий мунбириниң тәң һоқуқлуқ рәислики вәзиписини өтиди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ташқи ишлар комитетиниң рәиси сүпитидә йавроасийа дөләтлиридә икки һәм үч тәрәплик йиғинларниң чақирилишини ишқа ашурди. йавроасийа дөләтлириниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчилири билән йеқиндин һәмкарлашти вә район дөләтлиридә зийарәтләрдә болди. йавроасийа дөләтлириниң парламент  вәкиллири билән икки тәрәплик мунасивәтләрни йеңи сәвийәгә йәткүзидиған учришишларни елип барди. түркийә – әзәрбәйҗан – гирузийә, түркийә – русийә – иран парламентлириниң ташқи ишлар комитетлириниң үч тәрәплик йиғинлирини чақирди.

волқан бозқирбниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң башлиқлиқиға сайлиниши, әрменийә сиртидики барлиқ йавроасийа дөләтлири тәрипидин иҗабий позитсийә билдүрүлүп,хәвәр қилинди.

кәспдашлири вә районлуқ хәлқаралиқ тәшкилатлар тәбрик телеграммиси йоллиди. түрк кеңиши, түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр парламент әзалири мәҗлиси, түрксой, түрк академийәси, түрк мәдәнийити вә мирас фонди қатарлиқ түрк дунйасиниң ортақ хәлқаралиқ тәшкилатлири волқан бозқирни тәбриклиди. 2020 – йили 18 – ийун күни түрк кеңишиниң баш катипи бағдад әмрейев волқан бозқирни тәбрикләп, бирләшкән дөләтләр тәшкилати тарихида тунҗи қетим түрк дунйасидин бир дөләт әрбабиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиға мәсул болушиниң наһайити муһим иш икәнликини тәкитлиди. түрк дунйаси хәлқаралиқ тәшкилатлириниң буниңдин кейин бирләшкән дөләтләр тәшкилати билән болған мунасивәтлириниң техиму тәрәққий қилидиғанлиқини ейталаймиз.

илгири түрк җумһурийәтлиридин қазақистанниң мәвҗут пирезиденти  қасим җөмәрт тоқайев 2011 – 2013 – йиллири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң муавин баш катиплиқ вәзиписини өтигәниди. волқан бозқирниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң башлиқлиқ вәзиписини өтиши, пүткүл түрк дунйасиниң хәлқаралиқ дипломатийә саһәсидики мувәппәқийити сүпитидә қобул қилиниши лазим. волқан бозқирниң қиримниң ишғалийити, уйғур мәсилиси, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң хәлқара җәмийәт тәрипидин етирап қәилиниши қатарлиқ түрк дунйасиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида бир тәрәп қилинишқа тегишлик мәсилиләрни һәл қилишқа төһпә қошиду. «вухән вируси» басқучи давамлишиватқан пәвқуладдә мәзгилдә вәзипә өтәйдиған бозқирни бирләшкән дөләтләр тәшкилатида йәр шари характерлик иқтисадий кизис, көчмәнләр мәсилиси қатарлиқ чоң – чоң мәсилиләр күтмәктә.  униң тәхминән 50 йиллиқ  мол дипломатик тәҗрибилири билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатини техиму паалийәтчан вә актип алға кәлтүрүшкә  төһпә қошидиғанлиқиға ишинимиз .



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر