түркмәнистан битәрәп дөләт болғанлиқини тәбриклиди

түркмәнистанда «даимий битәрәп дөләт» болғанлиқиниң 25-йиллиқи мунасивити билән, хәлқаралиқ фотограф көргәзмиси вә хәлқаралиқ конферанс өткүзүлди.

1417891
түркмәнистан битәрәп дөләт болғанлиқини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркмәнистан мәдәнийәт министирлиқи түркмәнистанниң «даимий битәрәп дөләт» болғанлиқиниң 25 –йиллиқи мунасивити билән хәлқаралиқ фотограф көргәзмиси вә хәлқаралиқ конферанс өткүзди.

көргәзмигә, йәрлик вә чәт әллик фотографчиларниң дөләтниң мәдәнийәт вә тәбиий гүзәлликлирини намайан қилған фотографлири қойулди. чәт әллик фотографчиларму қатнашқан көргәзмә йиғини, телевизийә йиғини шәклидә өткүзүлди.

түркмәнистан 1995-йили 12-декабир б д т омумий кеңишиниң қарари билән «даимий битәрәп дөләт» салаһийитигә еришкән иди.

түркмәнистанда битәрәплик, дөләтниң әң муһим пиринсиплиридин бири сүпитидә көрүлиду. дөләтниң ташқи сийасити бу пиринсип асасида йүргүзүлиду. шуңа, түркмәнистан хәвпсизлик вә һәрбий иттипақларға қатнашмайду. земиниға чәт әл һәрбий базилириниң қурулушиға йаки чәт әл һәрбий күчлириниң өз земинидин пайдилинишиға рухсәт қилмайду. битәрәплик салаһийтигә тәсир қилиду дәп қаралған сийасәтләрдин йирақ туриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر