түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш оргини (TİKA) моңғулийәгә  маска тикиш сехи қуруп бәрди

түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш оргини (TİKA) моңғулийәниң йеңи типтики таҗисиман вирусқа қарши күришигә йардәм қилиш үчүн маска тикиш сехи қуруп бәрди.

1412198
түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш оргини (TİKA) моңғулийәгә  маска тикиш сехи қуруп бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш оргини (TİKA)  тәрипидин елан қилинған йазма байанатта,  бу сехта моңғулийә һәрбий дохтурханисидики сәһийә хадимлири қатарлиқ хәтәрлик гуруппилар ичидә һесаблинидиған кишиләргә тарқитип берилиши үчүн маска ишләпчиқирилидиғанлиқи билдүрүлди.

хотон түрклири үчүн түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш оргини (TİKA)  тәрипидин қуруп берилгән бу тиккүчилик сехи ишқа кириштүрүлди вә 15 миң данә аллергийигә қарши қоғдаш маскиси ишләпчиқириш пиланланмақта.

тиккүчилик сехида күнигә 1000 маска ишләпчиқирилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر