өзбекстан парламентиниң башлиқлири сайланди

өзбекстан парламентиниң төвән қанити болған қанун чиқириш палатасиниң башлиқлиқиға нуриддинҗан исмаилов сайланди.

1343846
өзбекстан парламентиниң башлиқлири сайланди

түркийә авази радийоси хәвири: 2019-йили 22-декабир омумий сайлам өткүзүлгән өзбекстанда, 150 әзадин тәшкил тапқан парламентниң төвән қанити болған қанун чиқириш палатасиниң биринчи йиғини ечилди. мәркизий сайлам комитетиниң башлиқи мираз улуғбек абдусаламовниң рийасәтчиликидә топланған омумий кеңәшкә, пирезидент шәвкәт мирзайевму қатнашти.

йиғинда, сийасий партийә рәһбәрлириниң ортақ қарари билән, хәлқ демократ партийәсидин нуриддинҗан исмаилов қайтидин қанун чиқириш палатасиниң башлиқи болуп сайланди.  қанун чиқириш палатасиниң башқа йардәмчилириму сайланди.

пирезидент мирзайев йиғиндики сөзидә, өзбекстанниң мустәқиллиқ йиллирида қийин мәзгилләрни баштин кәчүргәнликини хатирилитип, сайламлардин кейин йеңи өзбекстанниң йеңи парламентиниң қурулғанлиқини қәйт қилди.

парламент әзалириниң асаслиқ вәзиписиниң хәлқниң тәлипи бойичә хизмәт қилиш вә хәлқни рази қилиш икәнликини әскәртип, йеңи парламентқа мувәппәқийәт тилиди.

өзбекстанда өткән ай өткүзүлгән омумий сайламда 150 кишилик қанун чиқириш палатасида, либерал демократ партийә 53, миллий йүкселиш партийәси 36, адаләт сотсийал партийәси 24, хәлқ демократ партийәси 22 вә өзбекстан екологийә партийәси 15 орунға игә болған иди.

нуриддинҗан исмаилов 2014-йили декабир өткүзүлгән парламент сайламлиридин кейин, қанун чиқириш палатасиниң башлиқлиқиға сайланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر