өзбекстанда парламент сайлими өткүзүлди

өзбекстанда түнүгүн (22-декабир) өткүзүлгән омумий сайламниң нәтиҗилири елан қилинди.

1328207
өзбекстанда парламент сайлими өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекстан мәркизий сайлам комитетиниң башлиқи мирза улуғбек абдусаламов түнүгүн өткүзүлгән парламент сайлимида, либерал демократ партийәсиниң %43, миллий йүкселиш партийәсиниң %35, адаләт сотсийал демократ партийәсиниң %21, хәлқ демократ партийәсиниң %18 вә өзбекстан екологийә партийәсиниң %11 авазға еришкәнликини билдүрди.

 мирза улуғбек абдусаламов чәт әлләрдики өзбекстан пуқралириниму нәзәрдә тутқанда, сайламға қатнишиш нисбитиниң %67.8 гә йәткәнликини билдүрүп, 13 милйон 355 миң 911 сайлиғучиниң аваз бәргәнликини қәйт қилди.

у өзбекстан миқйасидики 150 сайлам райониниң 128 идә парламент әзалириниң сайланғанлиқини, намзатларниң һечбири %50 дин артуқ авазға еришәлмигән 22 сайлам районида әң көп авазға еришкән икки намзатниң, икки һәптидин кейин қайта риқабәтлишидиғанлиқини әскәртти.

у сийасий партийәләрниң еришкән аваз нисбити тоғрисида мәлумат бәрмиди, әмма сайлам бәлгилимисигә вә сайлам қануниға хилаплиқ қилинғанлиқиға мунасивәтлик әрз-шикайәтләрниң өзлиригә йетип кәлгәнликини, буларниң сайлам нәтиҗисигә тәсир көрситәлигидәк дәриҗидә әмәсликини билдүрди.

«йеңи өзбекстан, йеңи сайламлар» шоари астида өткүзүлгән бу сайламда, дөләттики бәш сийасий партийәниң 750 намзати, парламенттики 150 орунни қолға кәлтүрүш үчүн риқабәтләшти.

сайламда әң көп авазға еришкән партийә, баш министир намзатини бәлгиләп, тәстиқлиниши үчүн пирезидентқа сунуш һоқуқиға еришиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر