өзбекстан иқтисадида тәрәққийат көрүлмәктә

өзбекстанниң миллий ишләпчиқириш омумий қиммити 2019-йилиниң дәсләпки йеримида %5.8 ешип 222 тирилийон 22 милйард сомға йәткәнлики билдүрүлди.

1242930
өзбекстан иқтисадида тәрәққийат көрүлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекстан дөләт истатистика комитети 2019-йилиниң дәсләпки йеримиға мунасивәтлик миллий ишләпчиқириш омумий қиммити рәқәмлирини елан қилди.

мәлуматларға асасланғанда, 2019-йили йанвардин ийунғичә болған мәзгилдә миллий ишләпчиқириш омумий қиммити өткән йилниң охшаш мәзгилидикигә селиштурғанда %5.8 ешип 222 тирилийон 22 милйард сом (тәхминән 26 милйард доллар) ға йәткән. бу мәзгилдә санаәт саһәси %6.9, йеза игилики, орман вә белиқчилиқ саһәси %2.1, қурулуш саһәси %20, қатнаш-тирансипорт %5.1, мулазимәт кәспи %4.1 ашқан. бу мәзгилдә, санаәт саһәси миллий ишләпчиқириш омумий қиммитиниң %30.3 ни, йеза игилики, орманчилиқ вә белиқчилиқ %24.3 ни, қурулуш саһәси % ни7.6, мулазимәт кәспи %37.8 ни игилигән.

2018-йили өзбекстанниң миллий ишләпчиқириш омумий қиммити %5.1 ешип 407 тирилийон сомға йәткән болуп, санаәт саһәси %10.6, йеза игилики вә белиқчилиқ саһәси %0.3, қурулуш %9.9, мулазимәт кәспи %5.4 ашқан иди.

өзбекстан һөкүмити бу йил (2019) миллий ишләпчиқириш омумий қиммитидә %5 ешиш көрүлидиғанлиқини тәхмин қилмақта. дунйа банксиниң йеңиланған дунйа иқтисадий тәрәққийат тәхминлири доклатида, өзбекстан миллий ишләпчиқириш омумий қиммитиниң 2019-йилида %5.3 ашидиғанлиқи қәйт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر