һулуси акар нәһчиванда өткүзүлгән һәрбий маневирни көзәтти

түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акар нәһчиван мустәқил бирләшмә армийә қоманданлиқ иштаби йәткән сәвийәниң кишини иптихарландуридиғанлиқини ейтти.

1216632
һулуси акар нәһчиванда өткүзүлгән һәрбий маневирни көзәтти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири һулуси акар түркийә билән әзәрбәйҗан армийәлири бирликтә өткүзгән «2019-йиллиқ тәврәнмәс қериндашлиқ һәрбий маневири» ниң алаһидә бекитилгән көзитиш күнигә иштирак қилиш үчүн, әзәрбәйҗанниң нәһчиван аптоном җумһурийитигә йетип берип, бәзи муһим учришишларда болди.

у нәһчиван мустәқил бирләшмә армийә қоманданлиқ иштабида, әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һәсәнов тәрипидин һәрбий мурасим билән күтүвелинди.

у қоманданлиқ иштабиниң шәрәп дәптиригә мундақ беғишлима йазди:

«2019-йиллиқ тәврәнмәс қериндашлиқ һәрбий маневири мунасивити билән қилған нәһчиван зийаритим җәрйанида, әзәрбәйҗан армийәсиниң әң хилланған қисимлиридин нәһчиван мустәқил бирләшмә армийә қоманданлиқ иштабини екскурсийә қилғанлиқимдин, шундақла бу йәрдә вәзипә өтәватқан әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримиз вә һәрбий достлиримиз билән көрүшкәнликимдин өзәмни хушаллиқ ичидә һес қилдим. вәтән тупрақлирини пидакарлиқ вә қәһриманлиқ билән қоғдаватқан нәһчиван мустәқил бирләшмә армийә қоманданлиқиниң күнимиздә йетип кәлгән сәвийәси, һәммимизни иптихарландуриду. ортақ мәдәнийәт вә чоңқур тарихий риштиләргә игә икки қериндаш дөләт армийәлириниң, бүгүнкигә охшаш бундин кейинму есил мәртивилик хәлқимизниң хатирҗәмликигә вә параванлиқиға қарита келидиған һәр түрлүк тәһдит вә хәтәргә қарши мүрини мүригә тирәп күрәш қилип, зиммисидики вәзипилирини мувәппәқийәтлик һалда орунлашни давамлаштуридиғанлиқиға чин қәлбимдин ишинимән.»

министир һулуси акар әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һәсәнов билән бирликтә һәйәтләр ара көрүшүшкә рийасәтчилик қилди. у көрүшүштин кейин, қоманданлиқ иштабидики тәлим-тәрбийә мәркәзлирини екскурсийә қилип, бу җәрйанда тәрҗиманлиқ қилған әскәрләр билән сөһбәтләшти вә ишлиниватқан хизмәтләр тоғрисида мәлумат алди.

у тәлим-тәрбийә мәркизидики әскәрләр билән саламлашқандин кейин, бу йәрдики паалийитини ахирлаштуруп, һәйдәр әлийев һәрбий мәктипини зийарәт қилди. у синипта һәрбий оқуғучилар билән көрүшти вә мәктәп қоманданидин тәлим-тәрбийәләр тоғрисида мәлумат алди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر