өзбекстанниң сода һәҗими ашти

өзбекстанниң ташқи сода һәҗими бу йилниң тунҗи чарикидә 2018-йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурулғанда %27.2 ешип 9 милйард 406.2 милйон долларға йәтти.

1192395
өзбекстанниң сода һәҗими ашти

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекстан дөләтлик истатистика комитети ташқи содиға мунасивәтлик рәқәмләрни елан қилди. комитетниң санлиқ рәқәмлиригә асасланғанда, 2019-йилиниң тунҗи үч ейида експорт миқдари %20.6 ешип 4 милйард 132.7 милйон долларға, импорт миқдари %32.9 ешип 5 милйард 273.5 милйон долларға йәткән. бу мәзгилдә өзбекстанниң ташқи қизил рәқими 1 милйард 140.8 милйон доллар болған.

2019-йилиниң тунҗи чарикидә өзбекстанниң експортида биринчи орунда, алтун, енергийә вә нефит мәһсулатлири, йемәк-ичмәк мәһсулатлири, рәңлик вә төмүр металлар билән мулазимәт саһәси турған. импортида болса, машина-үскүниләр, химийә санаити мәһсулатлири, рәңлик вә төмүр металлири мәһсулатлири алдинқи орунда турған.

өзбекстанниң ташқи содиси 2018-йилида 2017-йилиға селиштурулғанда %27.3 ешип 33 милйард 815.3 милйон доллар болған болуп, буниң 14 милйард 257.9 милйон долларлиқ қисмини експорт, 19 милйард 557.4 милйон долларлиқ қисмини импорт игәллиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر