хоҗали қәтлиами ләнәтләнди

түрк дунйаси парламент әзалири бирликиниң әнқәрәдики баш мәркизидә өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида  хоҗали қәтлиами ләнәтләнди.

1152920
хоҗали қәтлиами ләнәтләнди

түркийә авази радийоси хәвири: түрк дунйаси парламент әзалири бирликиниң башлиқи наил чәләби, хоҗали қатиллириниң шундақ вәһшийләрчә қәтлиам йүзгүүишигә көз йумуватқанларниң худди сребзенитсадикигә охшашла сотлинишини тәләп қилди.

хәлқара җәмийәтни қол өлчәмлик позитсийә тутушқа хатимә беришкә чақирған вә хоҗали қәтлиамини ләнәтләшкә дәвәт қилған чәләби,  қериндаш дөләт әзәрбәйҗан терротерийәсиниң һазирму % 20 тиниң әрменийәниң ишғалийити астида икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бу һәқтә чиқарған 4 түрлүк қарариға қаримай, ишғалниң давамишиватқанлиқини, әзәрбәйҗанниң өз земинини қайтурувелишқа күчи йетидиғанлиқини тәкитлиди, һәмдә йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати миниск гурупписини киризисни һәл қилишқа алақидар мәсулийитини ада қилишқа чақирип мундақ деди: «йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати миниск гурупписи  йа мәсулийитини ада қилиши керәк, йаки болмисан бу тәшкилат  бикар қилиниши лазим.»

әзәрбәйҗанниң сәвр – тақити қалмиғанлиқини әскәрткән чәләби, мундақ деди: «бу йәрдин пүткүл җаһанға шундақ чақириқта болимәнки, әрменийә әзәрбәйҗан терротерийәсидин дәрһал чиқип кетиши керәк. хәлқара җәмийәт, йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати районда йеңи дәрд – әләмләниң,  йеңи инсаний тирагедийәләрниң қайта оттуриға чиқишини халимиса, ундақта, әрменийәни қайил қилиши шәрт. түркийә җумһурийити, түркийә хәлқи, аммиви тәшкилатлар вә түрк дунйаси парламент әзалири бирлики һәмишә қериндаш дөләт әзәрбәйҗанниң йенида. һәқлиқ давасида әзәрбәйҗанни һәргизму йалғуз ташлап қоймаймиз. бу өлмәс һәқиқәтни пүткүл җаһан мушундақ чүшиниши лазим. биз түркләрниң вә виҗданлиқ барлиқ инсанларниң томури пәқәт бүгүнла әмәс, уда 27 йилдин буйан хоҗали  үчүн соқмақта, әй әрменийә! бизниң сәвр - тақәт қачимизни һәддидин зийадә ташурмаң.»

чәләбиниң нутиқидин кейин, хоҗали қәтлиами тонуштурулған филим көрситилди. әзәрбәйҗанлиқ журналист үлкәр прийева тәрипидин йезилған шеир оқуп өтүлди.

хоҗали районида буниңдин 27 йил илгири инсаний тирагедийә, вәһшийлик, қәтлиам вә ирқий қирғинчилиқ йүз бәргән, шу қетимқи қәтлиамда 63 и нарисидә бала, 106 си айал, 70 и йашанғанлар болуп, җәмий 613 киши әрмәнләр тәрипидин вәһшийләрчә қәтл қилинғаниди.

«бүйүк әрменийә» хийалини ишқа ашурушқа урунған әрмәнләр үчүн 7 миң нопуслуқ хоҗали райони һәрбий җәһәттин истиратегийәлик әһмийәт игә бир район иди.

шу қетимқи қәтлиамдин бирқанчә ай илгири башланған қамалдин кейин, 1992 – йили 26 – феврал кечиси алди билән 366  - рус полки, арқидин йүзләрчә әрменийә әскири хоҗалиға бесип киргәниди, әрмәнләрниң зулмидин қачқан хоҗали аһалисини күтүватқан тузақ нәтиҗисидә вәһшийләрчә қәтлиам йүз бәргәниди:

өй – маканларға от қойуветилгән...

хоҗалилиқларниң башлириниң териси сойулған...

һамилдар айалларниң қорсақлири тешиләгәниди...

 

қәтлиамдин кейин айаллар, нарисидә балилар вә йашанғанлардин тәшкил тапқан 613 мәсум түркниң җәсити вә йүзләрчә йаридар қалғаниди.

хоҗали шундин тартип мусулманлар вә һәр бир түркниң қанаватқан йариси болуп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر