хоҗали қәтлиами бишкәктә хатириләнди

хоҗали қәтлиамида қурбан болғанлар қирғизистан пайтәхти бишкәктә өткүзүлгән паалийәттә хатириләнди.

1150892
хоҗали қәтлиами бишкәктә хатириләнди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗанниң қирғизистан пайтәхти бишкәктә турушлуқ баш әлчиси һидайәт оруҗов әрменийәниң 27 йил бурун, йәни 1992-йил 26-феврал әзәрбәйҗанниң хоҗали шәһиридә йашайдиған хәлқни қирғин қилип, ирқий қирғинчилиқ җинайити өткүзгәнликини ейтти.

хоҗали шәһиридә у кечә йүз бәргәнләрни байан қилған оруҗов: «әрменийә әскәрлири еғир типлиқ қораллар билән хоҗали шәһиригә бастуруп кирип, чоң-кичик, қери-йаш демәй қирғин қилишқа башлиди. җенини қутқузуш үчүн тағларға қарап қачқан кичик балилар, айаллар вә йашанғанлар әрменийәниң җинайәт шайкилири тәрипидин оққа тутулди» деди.

у хоҗалидики қирғиндин кейин, әзәрбәйҗанниң %20 земинини әрменийәниң ишғал қиливалғанлиқини қәйт қилди.

у әзәрбәйҗанда йурт-маканлиридин қоғлап чиқирилған хоҗали хәлқиниң адаләт тәләп қиливатқанлиқини әскәртип, хәлқара җәмийәттин, қарабағқа мунасивәтлик адил қарарниң чиқиришини, әрменийәниң әзәрбәйҗанға қаратқан һуҗумлирини ахирлаштурушини вә әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүкиниң капаләткә игә қилинишини үмид қилидиғанлиқлирини билдүрди.

у хоҗалида йүз бәргән вәқәләрни һәргизму унтумайдиғанлиқлирини вә унтуғузмайдиғанлиқлирини тәкитләп: «биз ишинимизки, шундақ бир күн келидуки бу балайи-апәткә сәвәб болған каттибашлар җазасини тартиду. чоқум у күн келип, адаләт өзиниң җайини тапиду. әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүки қайтидин әмәлгә ашиду» деди.

әрменийә қисимлири 1992-йил 25-феврални 26-февралға бағлиған кечә хоҗалиға қораллиқ бастуруп кирип, 106 айал вә 83 кичик балини өз ичигә алған 613 әзәрбәйҗан пуқрасини қәтл қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر