нийу җерсида бир түрк районлуқ һөкүмәт башлиқи болди

американиң нийу җерси иштатиға қарашлиқ чатам райониниң башлиқлиқиға, 15 йилдин бери у йәрдә йашаватқан әсли түркийәлик тайфун сәлән сайланди.

1119069
нийу җерсида бир түрк районлуқ һөкүмәт башлиқи болди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пуқраси вә 2017-йилдин тартип чатам районлуқ һөкүмәт комитетиниң әзаси болған тайфун сәлән, комитетта өткүзүлгән районлуқ һөкүмәт башлиқи сайлимида йуқири авазға еришти.

түркийәниң нийу йорктики консулханиси твиттер бетидә, тайфун сәләнниң сайламда ғәлибә қилғанлиқи хәвирини тарқитип һәмбәһирлиди. учурда мундақ дейилди:

«нийу җерсиға қарашлиқ чатам райониниң башлиқлиқиға сайланған һөрмәтлик тайфун сәләнни тәбрикләймиз, мувәппәқийәтлириниң давамлиқ болушини тиләймиз.»

буниңдин бурун чатам районлуқ һөкүмәт комитетиниң тунҗи түрк әзаси унваниға игә болған тайфун сәлән, бу қетим америкада районлуқ һөкүмәтниң башлиқи болған тунҗи түрк болуп қалди.

вәзипә өтәш муддити тошқан чатам районлуқ һөкүмәтниң сабиқ башлиқи курт риттер, сайламда намзат болмайдиғанлиқини елан қилған иди. чатам хәлқи қанунниң тәлипи бойичә үч әзадин бәш әзағичә болған һөкүмәт комитетини сайлайду. комитет болса, районлуқ һөкүмәт башлиқини бәлгиләйду.

җумһурийәтчи партийәниң әзаси болған вә 15 йилдин буйан чатамда йашаватқан тайфун сәлән, истанбул пән-техника универстетиниң бинакарлиқ кәспини пүткүзгән. нийу җерсидики монтклейир универстетида игилик башқуруш кәспи бойичә магестирлиқта оқуған болуп, «Lincold Educational Services» намилқ мәктәпниң кеңишидә пешқәдәм муавин рәис болуп хизмәт қилип кәлмәктә.

тайфун сәлән өй-очақлиқ болуп, бир пәрзәнти бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر