әрдоған өзбекстан зийаритини башлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ташкәнттә өзбекстан пирезиденти шәвкәт мирзайев тәрипидин көксарайда күтүвелинди.

961045
әрдоған өзбекстан зийаритини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған өзбекстан пайтәхти ташкәнткә йетип барди. рәҗәп таййип әрдоған билән мирзайев айрим вә һәйәтләр ара елип берилған көрүшүшләрдин кейин, икки дөләт оттурисида түзүлгән келишимләрниң имза мурасимиға қатнишиду, арқидин ортақ ахбарат елан қилиш йиғини чақириду.

рәҗәп таййип әрдоған өзбекстан парламентида нутуқ сөзләйду, йасли ана вә ислам кәримов хатирә сарийиға гүлчәмбирәк қойиду.

рәҗәп таййип әрдоған үч күнлүк өзбекстан зийаритидә зич орунлаштурулған пирограммилири бойичә һәрикәт қилиду. рәҗәп таййип әрдоған билән мирзайев түркийә-өзбекстан сода-санаәтчиләр мунбириға қатнишиду. рәҗәп таййип әрдоған ташкәнттики зийаритини ахирлаштурғандин кейин сәйшәнбә (1-май) бухараға бариду.

рәҗәп таййип әрдоғанниң өзбекстан зийаритидә, бәзи министирлар вә нурғун сода-санаәтчиләр һәмраһ болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر