татаристан җумһур рәиси әнқәрәдә зийарәттә болмақта

русийә федератсийәсигә қарашлиқ татаристан аптоном җумһурийитиниң җумһур рәиси рустәм минниханов рәсмий үчришишларда болуш үчүн бүгүн пайтәхт әнқәрәгә йетип кәлди.

959402
татаристан җумһур рәиси әнқәрәдә зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: русийә федератсийәсигә қарашлиқ татаристан аптоном җумһурийитиниң җумһур рәиси минниханов мухбиларға байанат берип, зийарәт даирисидә һәм әнқәрәдә, һәм истанбулда учришишларда болидиғанлиқини ейтти. 

минниханов әтә истанбулға өткүзүлидиған түркийә татаристан сода мунбири йиғинида йеңи шерикләрни тепишни үмид қилдиғанлиқини билдүрди.

түркийәдә турушлуқ татарлар биләнму бир йәргә җәм болидиғанлиқини қәйт қилип, «түркийә кичик вә оттура типтики кархана вәкиллиримизни тәрбийә пирограммисидин өткүзди. буниң үчүн интайин миннәтдармиз. нурғунлиған пиланимиз бар, сәһийә саһсидиму йеңи лайиһәләргә қәдәм ташлаймиз. нәтиҗисини бирликтә көримиз» деди. 

минниханов түркийә сода санаәтчилириниң татаристанға нисбәтән әң чоң мәбләғ салғучилар һесаблинидиғанлиқини билдүрүп, «бу җәһәттә тарихизниң ортақлиқиға, тилимиз вә динимизниң бирликигә қәрздармиз. шуңа бир - биримизни йеқиндин тәқиб қиливатимиз. достлуқимиз йүзлигән йиллардин буйан үзлүксиз давамлишиватиду» деди.

минниханов түркийәниң сода санаәтчилирини татаристанда мәбләғ селишқа чақирди. түркийәлик мәбләғ салғучилар вә карханичиларниң татаристанда мәбләғ селишни халиса, өзлирини һәргизму чәт әлликтәк һес қилмайдиғанлиқини тәкитлди.

бүгүн татаристанда ана тил байрими боливатқанлиқини әскәртип, «ана тил байримимиз бизниң атақлиқ шаиримиз абдуллаһ тоқайға беғишланди. шуңа бу һәргизму йалғуз татар хәлқиниң вә шаириниңла ана тил байрими әмәс, бәлки пүтүн түрк дунйасиниң байримидур. бу мунасивәт билән түркийә хәлқигә абдуллаһ тоқайға көрсәткән һөрмәт вә еһтирам үчүн алаһидә тәшәккүрлиримни сунимән. униң намида истанбулда бир бағча бар. әнқәрәдиму бир кочиниң исми униңға беғишланди, һәйкили тикләнди. буларниң һәммиси үчүн түркийәгә чоңқур миннәтдарлиқ билдүримиз» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر