йилдирим: 613 әзәрбәйҗанлиқ қериндишимиз вәһшийләрчә өлтүрүлгән «хоҗали қәтлиами» ни ләнәтләймиз

баш министир бинали йилдирим 613 әзәрбәйҗан пуқраси вәһшийләрчә өлтүрүлгән «хоҗали қәтлиами» ни қаттиқ ләнәтлиди.

918197
йилдирим: 613 әзәрбәйҗанлиқ қериндишимиз вәһшийләрчә өлтүрүлгән «хоҗали қәтлиами» ни ләнәтләймиз

+ түркийә авази радийоси хәвири:  йилдирим «хоҗали қәтлиами» ниң 26 – йиллиқи мунасивити билән елан қилған байанатида, әзәрбәйҗан терротерийәсиниң тәхминән % 20 тиниң чарәк әсирдин буйан әрменийәниң ишғалитидә икәнликини, буни қаттиқ ләнәтләйдиғанлиқлирини билдүрди.

1992 – йили 26 – феврал күни әрменийә қисимлириниң әзәрбәйҗанниң үстүн қарабағ районидики хоҗали йезисиға бесип кирип, һуҗум қилиши нәтиҗисидә 106 си айал, 63 и нарисидә бала, 70 и йашанғанлар болуп, җәмий 613 әзәрбәйҗан пуқрасиниң вәһшийләрчә қтл қилинғанлиқини, 275 кишиниң әсиргә елинғанлиқини әскәрткән  йилдирим, районниң һазирму әрменийәниң ашғалийити астида икәнликини хатириләтти.

қәтлиамниң йүз бәргинигә 26 йил болған болушиға қаримай 150 кишиниң һазирғичә из – дерики йоқлуқини, җавабкарларниң техичә сотқа тартилмиғанлиқини қәйт қилған  йилдирим, мундақ дәп көрсәтти: «әрменийә җумһурийитиниң зораванлиқи вә әзәрбәйҗан терротерийәсини бесивелиши сәвәбидин бир милйондин артуқ әзәрбәйҗанлиқ қериндишимиз һазирғичә сүргүндә йашашқа мәҗбур болди. түркийә җумһурийити болуш сүпитимиз билән, әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримиз хоҗалида дуч кәлгән бу вәһшийликни һәмдә әзәрбәйҗан терротерийәсиниң тәхминән % 20 тиниң уда чарәк әсирдин буйан ишғал астида турушини қаттиқ әйибләймиз һәм ләнәт йағдуримиз. мәзкур қәтлиамниң җавабкарлирини сотқа тартиш адаләт орнитиш җәһәттин муһим дәп қараймиз. бу мунасивәт билән, шу қетими қәтлиамда һайатидин айрилған әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизға аллаһ тааладин рәһмәт, йеқин – йоруқлири вә уруқ – туғқанлириға сәвр – тақәт тиләймиз һәм тәзийә билдүримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر