хоҗали қәтлиамиға наразилиқ билдүрүш мәқситидә америка қошма иштатлиридиму намайиш өткүзүлди

америка қошма иштатлириниң чикаго шәһиридә хоҗали қәтлиаминиң 26 – йиллиқини хатириләш мунасивити билән наразилиқ намайиши өткүзүлди.

918291
хоҗали қәтлиамиға наразилиқ билдүрүш мәқситидә америка қошма иштатлиридиму намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: мичиган  йоли бойида өткүзүлгән намайишта әрменийәниң хоҗалида йүргүзгән қәтлиами вә қарабағни ишғал қиливелишиға наразилиқ билдүрүлди.

намайишчилар түркийә, әзәрбәйҗан вә америка байрақлирини көтүрүвалған намайишқа, америка қошма иштатлирида йашаватқан әзәрбәйҗанлиқлар вә түркийәниң чикаго баш колсули умут аҗарниму өз ичигә алған көп сандики түркләрму иштирак қилди.

«әрменийә хәлқара қанунларни дәпсәндә қилмақта», «хоҗали үчүн адаләт тәләп қилимиз», «әрменийә әскәрлири әзәрбәйҗан земинидин чиқип кәт», «силәр һәргизму архиплириңларни ачалмайсиләр, чүнки силәрниң архиплириңлар йалған – йавидақлар билән толуп ташқан» дегәндәк вивискилар көтүрүвелинған намайишта, «хоҗали үчүн немә тәләп қилимиз? адаләт. қачан ишқа ешишини тәләп қилимиз? һазирниң өзидила» вә «қарабағ әзәрбәйҗанниң земинидур. шуңа адаққичә әзәрбәйҗанға тәәллуқтур» тәриқисидә  шоарлар товланди.

намайишқа түркийә баш консулханисиниң хизмәтчи – хадимлири билән бирликтә қатнашқан аҗар мундақ дәп көрсәтти: «хоҗали қәтлиами түркийәни 100 йил бурун ирқий қирғинчилиқ йүргүзүш билән әйибләватқанларниң пурсәт тапсила йәнә қандақ вәһшийликләрни қилидиғанлиқиниң дәлил – испатидур. хоҗали қәтлиами җәрйанида һайатидин айрилған 613 қериндишимизға аллаһ тааладин рәһмәт тиләймиз, әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизниң қайғу – һәсрәтлирини ортақлишимиз.»

америкилиқларму көңүл бөлгән намайиш тинч ахирлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر