түркийәниң ашхабад әлчиханиси йеңи бәлгилимиләр тоғрисида уқтуруш тарқатти

түркийәниң ашхабадтики әлчиханиси түркмәнистанда паалийәт қиливатқан ширкәт, җәмийәт вә кишиләрни мәлуматқа игә қилиш мәқситидә уқтуруш чиқирип, йеңи бәлгилимиләрни елан қилди.

853425
түркийәниң ашхабад әлчиханиси йеңи бәлгилимиләр тоғрисида уқтуруш тарқатти

түркийә авази радийоси хәвири: түркмәнистан пайтәхти ашхабадтики түркийә әлчиханиси һөҗҗәтләрни тәстиқлашқа мунасивәтлик йеңи бәлгилимиләрни елан қилди. бу йеңи бәлгилимиләргә асасланғанда, түркийәдә тәййарланған һөҗҗәт-материйалларниң түркмәнистанда күчкә игә болуши үчүн؛

һөҗҗәт-материйаллардики имза билән тамғилар, һөҗҗәт-материйалларни тәййарлиған идарә йаки орган тәвә болған валий мәһкимиси тәрипидин тәстиқлиниши؛ валий мәһкимисиниң имза вә тамғиси болса, түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң әнқәрә балгаттики консулхана идариси тәрипидин тәстиқлиниши؛ әң ахирида болса, әнқәрәдики түркмәнистан әлчиханиси йаки түркийәниң ашхабадтики әлчиханиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк икән.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң имза вә тамғиси әнқәрәдики түркмәнистан әлчиханиси тәрипидин тәстиқланған әһвалда, түркийәниң ашхабадтики әлчиханисиниң тәстиқиға керәк қалмайдикән.

түркмәнистандин елинип, түркийәдә ишлитилидиған һөҗҗәт-материйалларниң тәстиқлиниш тәртиплиридиму буниңға охшаш бәлгилимиләр иҗра қилинидикән.

түркмәнистанниң мунасивәтлик идарә-органлиридин елинған һөҗҗәт-материйаллар, алди билән, түркмәнистан ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин тәстиқлиниши؛ арқидин түркмәнистан ташқи ишлар министирлиқи тәстиқлиған һөҗҗәт-материйаллардики имза билән тамға, түркийәниң ашхабадтики әлчиханиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк икән.

түркмәнчә тәййарланған һөҗҗәт-материйаллар, түркийәниң ашхабад әлчиханиси етирап қилидиған тәрҗимә орунлири тәрипидин тәрҗимә қилиниши вә бурунқиға охшаш әлчиханиниң тәстиқлиши керәк икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر