«сомонҗи дада: ашиқлиқниң сири» намлиқ филим чимкәнттә қойулди

қазақистанниң чимкәнт шәһиридә өткүзүлгән вә бәш күн давамлашқан «түркийә филимлири һәптиси» паалийити зор мувәппәқийәт билән ахирлашти.

841796
«сомонҗи дада: ашиқлиқниң сири» намлиқ филим чимкәнттә қойулди

түркийә авази радийоси хәвири: йавро-асийа иҗтимаий тәшкилатлар һәмкарлиқ җәмийити, қазақистан мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министирлиқи һәмдә чимкәнт өлкилик һөкүмәтниң һәмкарлишиши астида «түркийә филимлири һәптиси» паалийити өткүзүлди. паалийәтниң ахирқи күнидә, «сомонҗи дада: ашиқлиқниң сири» намлиқ филим тамашибинлар билән йүз көрүшти.

филим қойулуп ахирлашқандин кейин, паалийәтниң йепилиш мурасимида, «сомунҗи дада: ашиқлиқниң сири» филимидә рол алған фуркан палали вә режиссор күршат кизбазға тәқдирнамә берилди. фестивални уйуштурғучилардин бири болған җаһит йилдиз кино һәвәскарлириниң қизғинлиқидин тәсирләнгәнликини билдүрүп: «чимкәнттә өткүзгән паалийәткә кино һәвәскарлириниң бунчилик қизиқишини ойлапму бақмиған идим, филим қойулған зал тиқлим-тиқлим тошуп кәтти, қизиқиш чоң болди» деди.

у қазақистан хәлқиниң түркийә һәққидә техиму көп учурға еришкәнликини әскәртип, мундақ деди:

«наһайити муһим паалийәт иди, барлиқ иштиракчиларға вә буниңға күч чиқарған һәммәйләнгә тәшәккүр ейтимән.»

түркийә филимлири һәптиси паалийити давам қилған бәш күн бойичә «сомунҗи дада: ашиқлиқниң сири», «алаһидә қисим әтрити: сүрийә», «узун һекайә», «120», «җан», «көзүмниң нури», «ахирқи мәктуп» қатарлиқ филимләр һәқсиз қойулди.

паалийәткә, хәлқара түрк мәдәнийәти тәшкилати (TÜRKSOY), хоҗа әһмәт йәсәви хәлқара түркийә-қазақ универстети, йунус әмрә иниститути, карагөз агентлиқи, доғуш вә атлас глобал ширкәтлири қатнашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر