гәбзә университетида осман батур хатириләнди

истанбул универстетиниң оқутқучиси доктор өмәр қул әпәнди осман батур вә униң өмриниң ахириғичә қилған күриши һәққидә илмий лексийә бәрди.

722474
гәбзә университетида осман батур хатириләнди

 

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң коҗаәли вилайитигә қарашлиқ гәбзә пән-техника университети түрк тарихи уйушмиси тәрипидин чақирилған «түркистанниң истиқлал күриши вә осман батур» намлиқ йиғинға, истанбул университети түркиологийә тәтқиқат иниститути түрк тарихи факултети оқутқучиси дотсент доктор өмәр қул әпәнди алаһидә тәклип билән қатнашти.

өмәр қул әпәнди хәлқ қәһримани осман батур һәққидә сөзлигән лексийәсидә, осман батурниң әсли исминиң «осман исламоғли» икәнликини билдүрүп: «хитай вә рус таҗавузчилириға қарши күрәштә хәлқ тәрипидин униңға <батур> дегән унван берилгән болуп, шуниңдин  кейин уйғур дийарида <осман батур> дәп атилип, пүтүн  хәлқниң қәлб төридин орун елип кәлмәктә» деди.

өмәр қул әпәнди осман батурниң өмриниң ахириғичә қилған азадлиқ күришини, илмий, әтраплиқ байан қилғандин башқа йәнә, хитайниң һазирқи вақитта уйғур районида иҗра қиливатқан мислисиз диний бесимлирини чүшәндүрди. 

униң лексийәси зор қизиқиш қозғиди. оқуғучилар уйғур дийариниң нөвәттики вәзийити вә тарихий һәққидә бәс-бәстә соал сориди. 

йиғин ахирида, гәбзә пән-техника университети түрк тарихи уйушмисиниң башлиқи абдуллаһ гүрсәл дотсент доктор өмәр қул әпәндини тәқдирнамә билән мукапатлиди.

дотсент доктор өмәр қул әпәнди «қануний султан сулайманниң1-қетим вийеннани қоршавға елиши», «шу понтусниң сөзлири», «әсир шәрқий түкистан үчүн әйса йүсүп алиптекинниң күрәш хатириси (2 қисим)», «батурлар؛ шәрқий түркистанниң миллий күриши» вә «10 йилға сиғдурулған бир өмүр؛ осман батурхан» намлиқ әсәрлири билән түркийәдә тонулған тәтқиқатчилардин бири һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر