уйғурлар түрк дунйасиға алақидар хәлқаралиқ елмий қурултайларда өзини намайән қилмақта

«хәлқаралиқ түрк дунйаси маарип илимлири вә иҗтимаий пәнләр қурултийи»да пирофессор доктор абдуррәшит қарлуқ әпәндиниң «шәрқий түркистанда йүргүзүливатқан тил сийасити вә нәтиҗилири» темилиқ илмий мақалиси қизғин алқишқа еришти.

623054
уйғурлар түрк дунйасиға алақидар хәлқаралиқ елмий қурултайларда өзини намайән қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: хуҗа әһмәд йәсиви йили мунасивити билән түркийә маарип уйушмиси вә хәлқаралиқ йавроасийа маарип уйушмилири бирликиниң һәмкарлиқида чақирилған «хәлқаралиқ түрк дунйаси маарип илимлири вә иҗтимаий пәнләр қурултийи» 2- декабирдин 4 - декабиргичә анталйада өткүзүлди. 

қурултайға түрк дунйасидин 180 билим адими болуп, җәмий 22 дөләттин 450 алим қатнашқандин сирт, түркийә алий муарип башқармиси мәсуллири вә һәр қайси сийасий партийәләрниң вәкиллириму иштрак қилди.

қурултай 70 олтуруштин тәркип тапқан болуп, 480 билим адими нутуқ сөзлиди.

түркийә маарип уйушмиси вә хәлқаралиқ йавроасийа маарип уйушмилири бирлики башлиқи исмаил қонҗуқ, қурултайға қатнишиш үчүн түркийә вә дунйаниң һәр қайси җайлиридин 1048 билим адиминиң илтимас сунғанлиқини вә баһалаш комитетиниң 418 кишиниң мақалисини қобул қилип қалғанлирини рәт қилғанлиқини билдүрди.

бу түнҗи нөвәтлик хәлқаралиқ түрк дунйаси маарип илимлири вә иҗтимаий пәнләр қурултийиға уйғур түклиридин билим адәмлириму илтимас сунди.

баһалаш комитети уларниң арисидин уйғур академик пирофессор доктор абдуррәшит қарлуқ әпәндиниң «шәрқий түркистанда йүргүзүливатқан тил сийасити вә нәтиҗилири» темилиқ мақалисини қобул қилғандин башқа йәнә, уни қурултай җәрйанидики 2 олтурушниң рийасәтчиликигә тәйинлиди.

 

уйғур академик пирофессор доктор абдуррәшит қарлуқ әпәнди қурултай җәрйанида җүмә күни өткүзүлгән «хуҗа әһмәд йәсиви» олтуруши билән бүгүн 3 - декабирда өткүзүлгән «рауф дәнкташ олтуриши» ға рийасәтчилик қилди.

пирофессор доктор абдуррәшит қарлуқ әпәндиниң «шәрқий түркистанда йүргүзүливатқан тил сийасити вә нәтиҗилири» темилиқ мақалиси йиғин иштракчилириниң қизғин алқишиға еришти.

«хәлқаралиқ түрк дунйаси маарип илимлири вә иҗтимаий пәнләр қурултийи» ниң асаслиқ мәқситиниң, маарип, билим, тарих, дин, иқтисад, һакимийәт, күлтүр қатарлиқ нурғунлиған саһәләр бойичә өткүзүлидиған ортақ илмий қурултай вә паалийәтләр арқилиқ түрк дунйасиниң өзара алақә вә бирдәкликигә төһпә қошуш, қәлб риштилирини мустәһкәмләш, маарип органлири вә иҗтимаий җәмийәтләр саһәсидә йеңи һәмкарлиқларни орнитиш, илмий хизмәтләр, иҗадийәт, тәрәққийат, чегра һалқиған мәсилиләр үчүн һәл қилш чариси тепиш, сийасәт вә күлтүр җәһәттики йеқинлишишни йуқири көтүрүш шундақла йеңи шерикликләрни бәрпа қилишта муһим рол ойнаш икәнлики билдүрүлди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر