өзбекистан мәдәнийитидики рус тәсирини йоқитиш күришини давамлаштурмақта

йеңи бир миллий дөләт кимликини бәрпа қилишқа бәл бағлиған өзбекләр, мәдәнийәтлиригә тәвә музикиларниң пәқәт өзбек чалғулири билән орундилишини қарар қилди.

543948
өзбекистан мәдәнийитидики рус тәсирини йоқитиш күришини давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: совет иттипақидин айрилип мустәқиллиқини елан қилғандин кейин йеңи бир миллий дөләт кимликини бәрпа қилишқа бәл бағлиған өзбекләр, мәдәнийәтлиригә тәвә музикиларниң пәқәт өзбек чалғулири билән орундилишини қарар қилди.

өзбекистан 19 – әсирдин кейин башлиған русийә тәсирини йоқитиш күришини давамлаштурмақта؛ ‹әркин йавропа радийоси› ниң хәвиригә қариғанда, өзбек әмәлдарлар, өзбек музикилириниң ‹тар› дәп атилидиған симлиқ музика чалғулири билән орундилишини мәний қилди.

алақидар әмәлдарлар, қарарниң миллий кимлик туйғусини күчәйтиш даирисидә чиқирилғанлиқини қәйт қилди. өзбекистан һәрбий сәнәт ансамбилиму бу хил чалғуларни ишләтмәсликни қарар қилғаниди.

тар, дәп атилидиған мәзкур чалғу иран, әзәрбәйҗан, гирузийә, әрменийә вә қисмән түркийәдә челинидиған симлиқ бир чалғу болуп, өзбекистанда бу чалғу иран мәдәнийитигә тәвә, дәп қарилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر