рабийә қадир ханим 4 – қетим дунйа уйғур қурултийиниң рәисликигә сайланди

сайлам нәтиҗисигә бинаән өмәр қанат, сийит түмтүрк, үмит агаһи, пәрһат муһәммәт вә әркин әһммдов  қатарлиқ рәһбәрләр дунйа уйғур қурултийиниң муавин рәисликигә сайланди.

528274
рабийә қадир ханим 4 – қетим дунйа уйғур қурултийиниң рәисликигә сайланди

 

түркийә авази радийоси хәвири:  фирансийәниң пайтәхти париж шәһиридә ечиливатқан дунйа уйғур қурултийиниң 5 – нөвәтликқурултийи йиғинида демократик усулда сайлам өткүзүлди.

30 дин көпрәк дөләттин 150 кә йеқин вәкил қатнашқан сайламда, рабийә қадир ханим йәнә бир қетим дунйа уйғур қурултийиниң рәисликигә сайланди. һәр қайси дөләт вәкиллири өзлириниң сайлам нәтиҗисидин разимәнликини ипадилиди вә рабийә қадир ханимни тәбриклиди.

һәр 4 йилда бир қетим өткүзилидиған вә рабийә қадир ханим 4 – қетим дунйа уйғур қурултийиниң рәисликигә сайланған сайламда, муавин рәисләр, баш катип вә муавин баш катипларму сайлап чиқилди.

сайлам нәтиҗисигә бинаән өмәр қанат, сийит түмтүрк, үмит агаһи, фәрһат муһәммәт вә әркин әһмәдов  қатарлиқ рәһбәрләр дунйа уйғур қурултийиниң муавин рәисликигә сайланди. саламда йәнә, долқун әйса әпәнди дунйа уйғур қурултийиниң баш катиплиқ вәзиписигә, дотсент доктор әркин әмәт муавин катиплиқ вәзиписигә тәйинләнди.

сайламда йәнә долқун әйса әпәнди дунйа уйғур қурултийиниң баш катиплиқ вәзиписигә, дотсент доктор әркин әмәт муавин катиплиқ вәзиписигә тәйинләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر