әзәрбәйҗан зор көләмлик һәрбий манивер өткүзиду

әзәрбәйҗан баш қоманданлиқ иштабиниң һәрбий манивери 23 – ийунғичә давамлишиду.

513784
әзәрбәйҗан зор көләмлик һәрбий манивер өткүзиду

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан мудапиә министири лейтенант генерал закир һасановниң қоманданлиқи астида өткүзүлидиған маниверларға 25 миң әскәр, 300 дин артуқ танка вә биронивик, 100 башқурулидиған бомба вә зәмбирәк системиси, 40 һәрбий айропилан вә 30 һава мудапиә системисидин башқа деңиз армийәси билән алаһидә қисимларму иштирак қилиду.

маниверлар наһчиван аптоном җумһурийитидә, һәрбий сүркилиш районлириға йеқин җайларда вә һазар деңизида өткүзүлиду. булардин сирт маниверлар җәрйанида әскәрләрниң йуқири дәриҗидә тәййар һаләткә кәлтүрүлүши, арқа сәп вә башқа вәзипилириму тәкшүрүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر