түрк тилидики <lütfen> (өтүнәй) дегән тәкәллуплуқ сөзиниң әһмийити

чүнки (10)

2107903
түрк тилидики <lütfen> (өтүнәй) дегән тәкәллуплуқ сөзиниң әһмийити

түрк тилидики <lütfen> (өтүнәй) дегән тәкәллуплуқ сөзиниң әһмийити

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! «чүнки...» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, «түрк тилидики <lütfen> (өтүнәй) дегән тәкәллуплуқ сөзиниң әһмийити» ни аңлитимиз. қени ундақта диққитиңлар сәһипимиздә болсун!

**** **** ** ****

һөрмәтлик аңлиғучилар. дәрвәқә йазма қаидидә болмиған, әмма ишлитилгәндә қарши тәрәптә хушаллиқ пәйда қилидиған, йәни қарши тәрәптин бир нәрсә тәләп қилғанда <lütfen> (өтүнәй) дәп ишлитилидиған түрк тилидики бу сөз әсли әрәбчә болуп, буниңға түрк тил җәмийити тәрипидин «башқилардин бир нәрсә тәләп қилғанда «арзу қилимән, тәләп қилимән» дегән мәнидә ишлитидиған сөз» дәп ениқлима берилгән. у бир тәкәллуп сөзи болуп, әһмийәтлик йаки йуқири орундики кишиләрниң илтипат көрситиши» болупму һесаблиниду.

һазирқи дәврдә илгирикигә охшаш кәң ишлитилмәйдиған «пиқир» дегән сөзгә охшаш, <lütfen> (өтүнәй) дегән сөзму қарши тәрәпкә һөрмәт көситиш назакитини өз ичигә алиду.  парсчдики «бәндә» дегән сөзгә түркчә иккинчи көплүк қошумчисини қошуш арқилиқ шәкиллиниду вә хитаб қилинған кишиниң хоҗайин, хитаб қилғучиниң болса чакар орнида икәнликини ипадиләйдиған митафорани асас қилиду. <lütfen> (өтүнәй) дегән сөз болса, тәләп қилған ишни қаши тәрәпниң орундап беришини бир инам орнида көридиған тәкәллупни ипадиләйду.

*** ***** ******* *******

түрк тилида <lütfen> (өтүнүп қалай) дейиш биринчи болуп башқиларға һөрмәт билдүрүшниң бир усули дәп қарилиду. арзу вә тәләплиримизни йәткүзгәндә бу сөзни ишлитиш қарши тәрәпни қәдирләйдиғанлиқимизни вә һөрмәтләйдиғанлиқимизни ипадиләйду. демисиму тәрәпләр баштинла бир-биригә әдәп билән муамилә қилидиғанлиқини көрсәткәндә, андин сағлам алақә орнитиш мумкин болиду. әксичә болғанда тәрәпләр бир-биригә бир тәрәплимә қараш билән қолақ салиду вә өзара алақигә сәләбий тәсир көрситиду. <lütfen> (өтүнәй) (қени мәрһәмәт) дегән сөзни ишлитиш алақилишишниң техиму үнүмлүк вә актип кәйпийатта елип берилишиға йардәмчи болиду.

түрк тилида <lütfen> ((өтүнәй) (қени мәрһәмәт) дейиш иҗтимаий қаидигә уйғун һәрикәт қилишниң бир парчиси болуп, җәмийәттики өз-ара тәсир көрситишләрдә, мунасип позитсийә әндизисигә әгишишни вә иҗтимаий мунасивәтләрниң иҗабий шәкилдә давамлишишини капаләткә игә қилиду. бу нуқтидин ейтқанда, һәмкарлиқ вә йадәмлишиш роһини урғутидиған риғбәтләндүрш характерлиқ сөзбоlуш сүпити билән җәмийәт сағламлиқиниң муһим амили һесаблиниду.

арзу - тәләплиримизни тәкәллуплуқ шәкилдә ипадиләш кишиләрниң бизгә йардәм қилиш қарариға иҗабий тәсир көрситиду. тәләп қилинған иш гәрчә қарши тәрәпни мәҗбурлайдиған характердә болмисиму, арзуйимизни <lütfen> (өтүнәй) дегән сөз билән ипадиләш кишиниң өзигә вә башқиларға болған һөрмитини найан қилиду. аммиви қатнаш вастилирида беләт үчүн пулни узутуп беришни тәләп қилғинимизда, тамақ заказ қилған мулазимәтчигә йаки ишимизни қилип беридиған һәр қандақ бир хадимға <lütfen> (өтүнәй) дейишниң бизгә һечқандақ зийини болмайду.

һөрмәтлик радийо аңлиғучилар! келәр һәптә йәнә охшаш вақитта охшимиған бир «чүнки» билән учрашқичә аман болғайсиләр! хәйир хош

 


خەتكۈچ: #чүнки

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر