мәшһур шаир, мутәпәккур вә дөләт әрбаби әлшир нәваий

назгүл қадирова тәрипидин тәййарланған «һайатини түрк дунйасиға беғишлиғанлар» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, оттура әсир түрк мәдәнийитидә муһим орун тутқан мәшһур шаир, мутәпәккур вә дөләт әрбаби әлшир нәваий һәққидә тохтилип өтимиз.

2106019
мәшһур шаир, мутәпәккур вә дөләт әрбаби әлшир нәваий

мәшһур шаир, мутәпәккур вә дөләт әрбаби әлшир нәваий

түркийә авази радийоси: «муһакәмәтуллуғәтәйн (икки тил муһакимиси)» намлиқ әсиридә түрк тилини қойуп, парс тилида әсәр йазғучиларға қарши түрк тили билән парс тилини өзара селиштүруп, нурғун җайларда түрк тилиниң парс тилидин әвзәл орунда туридиғанлиқини пакитлар арқилиқ оттуриға қойған әлшир нәваий ким? әлшир нәваий 1441-йили 9-феврал һератта дунйаға кәлди. дадиси кичкинә баһадир тимурниң оғуллириға хизмәт қилған вә бабур шаһниң ордисида муһим вәзипиләрни өтигән затларниң бири. буниңдин башқа, униң анисиниң бовиси бусәид чечәк һүсәйин байқараниң бовиси байқара мирзаниң бәгләр беги иди. 1452-йили кичкинә баһадир оғли әлширни бабур ханниң һимайисигә тапшурди. у вақитта, һүсәйин байқараму бабур ханниң һимайисидә иди. бабур 1456-йили мәшһәдкә барғанда, һүсәйин байқара билән әлширниму йенида елип барғаниди. 1457-йили бабур мәшһәдтә вапат болғандин кейин, һүсәйин байқара һиратқа қайтип кәлди, әлшир болса, у йәрдә қелип оқушини давамлаштурди. бу җәрйанда әлширға тимурийләрдин қушчи сәййид һәсән әрдәшир йардәм қилди. әлшир мәшһәдтики имам риза мәдрисидә оқуватқан мәзгилдә, нурғун иран алимлири вә шаирлири билән көрүшти вә уларниң нурғунлиридин дәрс алди. 1464-йили мәшһәдтин һиратқа қайтип кәлгән әлшир, у бу йәрдә әбу сәид мирзаниң хизмитигә киргән болсиму, әмма униң көңүл бөлүшигә еришәлмәй,  сәмәрқәнткә берип, һаҗә җалалуддин фәзлуллаһ әбу ләйсиниң мәдрисисигә кирди. 1469-йили, әбу сәид мирза ирақтики аққойунлу дөлитигә қарши йүрүшкә атланди. бу паалийәттә, аққойунлу дөлитиниң һөкүмдари узун һәсән әбу сәид мирзани өлтүрди. бу вәқәдин хәвәр тапқан султан һүсәйин һератни қолға киргүзүп, 1469-йили тәхткә чиқти. һүсәйин байқара тәхткә чиққандин кейин, дости әлшир нәваийни йениға чақиртти. бир айдин кейин, әлшир нәваий сәмәрқәнттин айрилип, ордиға келип орунлашти вә һайатиниң ахириғичә һератта һөкүмдарниң әң садиқ хизмәткарлириниң биригә айланди؛ һөкүмдарниң диван беги вә мәслиһәтчисигә айланди. һөкүмдардин қалсила, башқуруш ишлиридики әң нопузлуқ киши у иди. башқилар тамғини һөҗҗәтләрниң үсти тәрипигә қойса, у астиға қойатти؛ кейинчә бу усул рәсмий адәткә айланди. у 1500-йили 31-декабир һүсәйин байқара билән саламлишиватқан әснада йүрәк кесили қозғилип, 3-йанвар қаза қилди. җәсити қудсиййә җамәсиниң йениға йасалған мәқбәрәгә қойулди. һайатида нурғун әсәрләрни йезип қалдурған нәваий оттура асийа түрк тили вә әдәбийатиниң гүллинишигә зор тәсир көрсәтти. бу сәвәбтин, чағатай тили «нәваий тили» дәп атилиду. әсәрлири түркистандила әмәс, әзәрбәйҗан вә анадолу районлиридиму оқулған әлшир нәваийни османли шаирлири <устаз> дәп атиди. 15-әсирдин буйан униң шеирлириға <нәзирәләр> йезилди. әлшир диван шеирйитигә түркләрниң турмушини әкс әттүридиған миллий пурақ беғишлиди. у: «шундақ ойлаймәнки, мән түрк зийалийлириға һәққини қайтуруп бәрдим. улар өз тилиниң қандақ тил икәнликини чүшинип, парсчә сөзләйдиғанларниң түркчини кәмситидиған сөзлиридин қутулди. түрк шаирларниң бу йошурун һәқиқәтни ашкарилаштики мәқситимни чүшинишини вә мени йахши дуалири билән йад етишини үмид қилимән. әнә шу чағда, роһим шад болиду» — дегән мәшһур сөзлирини «муһакәмәтуллуғәтәйн» намлиқ әсиридә йезип қалдурди. шаирниң түрк тили тоғрисидики ой-пикирлири вә униң шеирлириниң мәқсәт-муддиаси төвәндики икки җүмлидә рошән ипадисини тапқан: «түрк шаирлириниң һәммиси парсчә өгәнди. хоҗайиндин қулғичә болған һәр бир түрк парс тилини өгәнмәктә. әмма, парсларниң һечқайсиси түрк тилида сөзлийәлмәйду, сөзлигән тәқдирдиму, дәватқан сөзлириниң мәнисини билмәйду. парсчә бәдиий вә инчикә мәсилиләрни тәсвирләшгә йәтмәйду. түрк тилиниң шәкиллиниши вә уқум дунйасиниң һасил болушида нурғун инчикә нуқтилар бар. түркчидә әң инчикә тәпсилатлар вә әң инчикә пәрқләрни ипадилигили болидиған сөзләр бар. әмма, буларниң билиниши үчүн, билимлик кишиләр тәрипидин изаһлиниши керәк.» бу ибариләрдин чиқип турғинидәк, әлшир нәваий дөләт әрбаби йаки шаирла әмәс, түрк тилиниң киләчәкиниң қутқузғучиси дейишкә болидиған муһим шәхстур. униң әсәрлири диванлар, хәмисәләр, тәзкийәләр, тил вә әдәбий әсәрлири, диний-әхлақий әсәрләр, тарихий әсәрләр, тәрҗимиһал әсәрлири, вәқфиййә вә муншәат қатарлиқ категорийәләргә айрилип тәтқиқ қилинмақта. бүгүнки күндә униң әсәрлири нурғун дөләтләрдә, болупму фирансийә, русийә, түркийә, қазақистан, өзбекистан қатарлиқ әлләрниң күтүпханилирида қәдирләп оқулмақта.

*  *  *  *

түркийә авази радийосиниң һөрмәтлик ихласмәнлири, назгүл қадирова тәрипидин тәййарланған «һайатини түрк дунйасиға беғишлиғанлар» намлиқ сәһипимизниң бүгүнки санида, <мәһмуд кашиғәрийдин кейин түрк тилиға әң йахши хизмәт қилған зат> дегән нам билән тонулған, оттура әсир түрк мәдәнийитидә муһим орун тутқан мәшһур шаир, мутәпәккур вә дөләт әрбаби әлшир нәваий һәққидә тохтилип өттуқ. көңүл қойуп тиңшиғанлиқиңлар үчүн көп рәһмәт. аман болуңлар!

 

мәнбәләр:

1. Ercilasun, Ahmet. B. (2004). Başlangıçtan Yirminci Yüzyıla Türk Dili Tarihi. Ankara: Akçağ Yay.

2.https://alisirnevayi.baskent.edu.tr/kw/menu_icerik.php?birim=678&menu_id=2; https://islamansiklopedisi.org.tr/ali-sir-nevai 

3. https://www.turkedebiyati.org/ali-sir-nevai

4. Köprülü, Fuat, (1989). Edebiyat Araştırmaları - 2, İstanbul.

5.Levend, Agâh Sırrı, (1965). Ali Şîr Nevâyî Nevâî, I. Cilt, Hayatı, Sanatı ve Kişiliği, Türk Dil Kurumu Yayınları, Ankara.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر