ташландуқларни — әхләтләрни айриймән, чүнки...

«чүнки...» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, «ташландуқларни — әхләтләрни айриймән, чүнки...» дегән темини диққитиңларға сунимиз.

2105590
ташландуқларни — әхләтләрни айриймән, чүнки...

ташландуқларни — әхләтләрни айриймән, чүнки...

түркийә авази радийоси: бүгүн биз һәм бүгүнимиз һәмдә кәлгүсимиз билән мунасивәтлик бир мәсилә һәққидә тохтилип өтимиз. техиму конкерт қилп ейтқанда, наһайити кәң кәткән бир саһә болған ташландуқларни йиғивелип пишшиқлап ишләшниң шәхсләргә мунасивәтлик биринчи басқучи тоғрисида тохтилимиз. шундақ, «һәммә адәм өз ишикиниң алдини сүпүрсә, мәһәллә пакиз болиду» дегән ибаридә көрситилгинидәк, кичик-кичик қәдәмләрниң сақлиниватқан чоң мәсилиләрни һәл қилишта қанчилик муһим орунға игә икәнликини дәлилләшкә тиришимиз.

*  *  *  *

ишлитилгән, вақти өткән йаки функсйәсини йоқатқан буйумлар йаки ташландуқларни йиғип пишшиқлап ишләш вә уларни йеңи мәһсулатларни ишләпчиқиришта ишлитиш җәрйани «йиғивелип пишшиқлап ишләш» дәп атилиду. дунйа нопусиниң көпийиши вә инсанларниң еһтийаҗиниң күндин-күнгә ешиши йиңнидин йипқичә болған һәр бир нәрсиниң наһайити зор миқдарда ишләпчиқирилишини тәләп қилиду. әмма, бу ишләпчиқиришқа керәклик хам әшйа вә енергийәниң чәклик болуши  вә хам маддиниң азийишиға әгишип, баһасиниң қиммәтләп кетидиғанлиқи ениқ. бу мәсилини һәл қилишниң чариси сүпитидә йолға қойулған «йиғивелип пишшиқлап ишләш» болса, хам маддини теҗәп ишлитип, тәбиәткә зийан йәткүзүшни имканийәтниң йетишичә азайтишни өз ичигә алған бир қатар муһим тәдбирләрни йолға қойушни мәқсәт қилиду. бу җәрйанниң биринчи қәдимини ташландуқларни — әхләтләрни айриш шәкилләндүриду.

*  *  *  *

өйимиздә йаки хизмәт орунлиримизда һәр күни пәйда болидиған пиластик, әйнәк вә қәғәз ташландуқлар рәтләнмәй ташливетилгинидә, нурғун мәсилиләрни кәлтүрүп чиқириду. болупму чоң шәһәрләрдә ғайәт зор әхләт дувилириниң шәкиллиниши сақлиниватқан асаслиқ мәсилиләрниң бири һесаблиниду. органик вә органик болмиған ташландуқлар узун вақит бир йәрдә турғанда, атмосфераға зийанлиқ газ қойуп бериду. қайта ишләткили болидиған ташландуқларни өз түрлири бойичә айрим җайларға йиғип, әхләт районлирини азайтиш керәк. гәрчә бу хизмәтни йәрлик һөкүмәтләр орундап келиватқан болсиму, әмма шәһәр турмушиниң бир парчисини тәшкил қиливатқан бизниңму бу җәрйанда мәсулийитимиз бар.

*  *  *  *

пиластик, әйнәк вә қәғәз қатарлиқ мәһсулатлар ишләпчиқирилидиған хам әшйаға еришиш үчүн, интайин йуқири енергийә керәк. униңдин башқа, бу мәһсулатларни ахирқи шәкилигә киргүзүп ишләпчиқириш үчүн техиму көп енергийә сәрп болиду. ишлитилгән материйалларға «хам әшйа» дәп қараш, биринчи басқучтики енергийә сәрпийатини теҗәп қалиду. техникиниң тәрәққий қилишиға әгишип, йиғивелинған материйаллардин мәһсулат ишләпчиқириш енергийәси барғансери азаймақта. өйимиздики әхләтләрни бирлар халтиға йиғишниң орниға, уни түрлиригә асасән айрип, айрим – айрим халтиларға селип, әхләт йиғиш сандуқиға ташлисақ, бу җәрйанға төһпә қошқан болимиз. келиңлар, чәклик миқдардики байлиқлиримизни қоғдашни өйлиримиздин башлайли.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر