қизиқишлирим бар, чүнки

«чүнки...» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, «қизиқишлар» һәққидә тохтилимиз. қени ундақта диққитиңлар сәһипимиздә болсун!

2089205
қизиқишлирим бар, чүнки

қизиқишлирим бар, чүнки

қизиқишлирим бар, чүнки

чүнки (04)

түркийә авази радийоси: бүгүн нурғунлиримизниң турмушида мәлум мәзгил орун алидиған вә аз сандики кишиләр болса, тәртиплик давамлаштуридиған бир уқум һәққидә, йәни «қизиқиш» һәққидә тохтилимиз.  сөзимизни «қизиқишлирим бар, чүнки...» дейиш билән башлаймиз.

**** **** ** ****

вәзипә вә кәсип сиртида йахтуруп қилинидиған, көңүл ачидиған вә арам алдуридиған, бош вақитларни мәнилик өткүзидиған паалийәтләргә «қизиқиш» дәп ениқлима берилгән болуп, у көңүл ечиш, сиқилишни азайтиш йаки өгиниш мәқситидә өзи йахтуруп хушаллиқ билән қилидиған паалийәтләрдур. «қизиқиш» лар һәммидин муһими мәбләғ селиш вастисидур. бу вастә арқилиқ оттура вә узун муддәтлик бир иш билән тәртиплик һалда шуғуллиниш, хизмәт, аилә вә иҗтимаий турмушниң сиртидики вақитни йахши башқуруш иқтидариға еришимиз. бу өз нөвитидә йәнә бизниң сода вә аилә турмушимизғиму иҗабий тәсирләрни көрситиду.

«қизиқиш» кишиниң йеңи маһарәтләрни игилишигә, қабилийәтлирини тәрәққий қилдурушиға вә өзини йахши ипадилишигә имкан йаритип бериду. нурғун қизиқишлар охшаш қизиқиштики кишиләр топи ичидә һәмбәһирлинип давамлишиду. бүгүнки күндә алақә техникисида қолға кәлтүрүлгән йуқири сәвийигә тайинип, кишиләр дунйаниң һәрқайси җайлиридики кишиләр билән пикир алмаштуруш арқилиқ қизиқишлирини давамлаштуруп кәлмәктә. қизиқиш һәққидә медйа мәзмунлирини ишләпчиқиришму йеқинқи мәзгилдә омумлашқан бир адәт. «қизиқишлар» мана бу нуқтидинму иҗтимаий алақә сәвийәси йуқири адәтләргә айланған әһвалда турмақта.

«қизиқиш» ларниң йәнә бир муһим алаһидилики пассип бош вақитни актиплиқ билән мәнилик өткүзүштур. телевизийә йаки тәнтәрбийә ойунлирини көрүш шуңа «қизиқиш» қатарида һесабланмайду. «қизиқиш» кишиниң чалғу челиш вә мәлум алаһидиликкә асасән топлиған нәрсиләрни рәтләш қатарлиқ җисманий вә роһий паалийәтлирини билдүриду.

****** ** ******** *******

«қизиқиш» ларниң җисманий вә роһий сағламлиқиға көрситидиған тәсириму узун йиллардин буйан тәтқиқат темиси болуп кәлмәктә. болупму йашлиқ дәвридә мәлум қизиқиш билән тәртиплик һалда шуғуллинидиғанларниң писхикилиқ иҗтимаий алақә тәрәққийатиниң, қизиқиши йоқларға қариғанда техиму иҗабий болидиғанлиқи тәтқиқатлар нәтиҗисидә муәййәнләштүрүлди. һәр күни кәм дегәндә бир саәт «қизиқиш» лири билән шуғуллинидиғанларниң девәңлик кесилигә гириптар болуш хәвпи төвәнләйдиғанлиқи байқалди. бүгүнки күндә мутәхәссисләр йеник вә оттураһал чүшкүнлүкни давалаштики клиникилиқ усуллардин башқа йәнә, бимарларни муәййән «қизиқишлар» билән шуғуллинишқа илһамландурмақта.

 

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر