йүсүп хас һаҗип вә қутадғу билик

назгүл қадирова тәрипидин тәййарланған «һайатини түрк дунйасиға беғишлиғанлар» намлиқ сәһипимизниң бу һәптидики санида, қараханийлар дәвриниң бибаһа әсири «қутадғу билик» вә униң аптори йүсүп хас һаҗибниң һайати тоғрисида тохтилип өтимиз.

2087359
йүсүп хас һаҗип вә қутадғу билик

йүсүп хас һаҗип вә «қутадғу билик»

түркийә авази радийоси: түрк дунйасиниң қәдимки дәврләрдин қалған орхун-йенсәй йадикарлиқлиридин кейинки қиммәтлик надир әсәрлириниң бири, 11 – әсирдә йезилған баласағунлуқ йүсүп хас һаҗипниң «қутадғу билиг» намлиқ әсири болуп, у қараханийлар дәври түркчисидики бирдинбир чоң һәҗимлик ​​әдәбий әсәр болуши  нуқтисидин интайин муһим.

қутадғу билиг 1069 ~ 1070- йиллири арилиқида йезилған болуп, биз у дәврни «оттура түркчә» дәври дәп атаймиз. бу әсәр шеирий услубта йезилған бир мәснәви болуп, уни сийасәтнамә йаки нәсиһәтнамә, дәп аташқиму болиду. аптор 6645 бейттин тәркиб тапқан бу әсиридә, өз дәвридики дөләт башқуруш чүшәнчисини қәләмгә алған. гәрчә «қутадғу билиг» һазирқи заман түркчисигә тәрҗимә қилинғинида, «саадәткә ериштүргүчи билим» дегән мәнини билдүрсиму, әмма у һәқиқий мәнидин елип ейтқанда, бир сийасәтнамәдур. ислам роһи билән йезилған бу әсәр, кишиләргә һәр икки дунйада толуқ мәнидә бәхтлик болушқа йетәкләйдиған йолни көрситип беришни мәқсәт қилиду. әсәрдә төт асаслиқ қәһриман бар болуп, вәқәләр өзара соал - җаваб шәклидә давамлишиду. қәһриманлар ичидики һөкүмдар гүндоғду адаләткә, униң вәзир айтолди бәхткә, һөкүмдарниң оғли өгдилмиш әқил, идрак, чүшәнчкә, одгурмуш ақивәткә вәкиллик қилиду. дийалог услубида йезилған әсәр «қутадғу билиг»дә йахшилиқ қилишниң пайдилири؛ билим вә әқилниң пайдилири؛ дөләтниң сүпити؛ адаләтниң өлчими؛ һөкүмдарниң, вәзир, қомандан, әлчиләр, баш ашпәзләр вә хизмәтчиләрниң сүпәтлири؛ дунйаниң кәмчилики؛ ахирәтликни қолға кәлтүрүш؛ хоҗайинларға хизмәт қилиш усуллири, өлималар, дохтурлар, сеһиргәрләр, чүш тәбирчилири, мунәҗҗим (астрономлар), шаирлар, деһқанлар, содигәрләр, һайван баққучилар, намратлар билән болған мунасивәтләр؛ никаһ, бала тәрбийәләш؛ зийапәткә беришниң қаидә-йосунлири؛ дөләтни тәртип – интизамға селиш усули؛ һәққанийлиққа һәққанийлиқ, инсанийлиққа инсанийлиқ намайан қилиш вә достлуқ темилириға орун берилгән. әсәрдә асасий җәһәттин түркчә сөзләрниң ишлитилиши муһим нуқта болуп, әйни дәврниң шараитини нәзәргә алғанда, түрк тилини әрәб, парс тили вә мәдәнийити алдида улуғлаш вә қоғдаш җәһәттә муһим мувәппәқийәт һесаблиниду. әсәрниң аптори баласағунлуқ йүсүп һәққидә биз еришәләйдиған бирдинбир мәнбә, әсәргә кейинчә илавә қилинған учурлардин ибарәт. бу учурларға қариғанда, йүсүп 11-әсирдә баласағунда есил – нәсәплик бир аилидә дунйаға кәлгән. әсиригә қариғанда, у әрәб вә парс тиллирини наһайити пишшиқ өгәнгән. у баласағунда йезишни башлиған әсири «қутадғу билиг»ни қәшқәрдә тамамлап, шу дәврниң қараханийлар һөкүмрани табғач қара бухра ханниң һузурида оқуған. хақан бу әсәрни наһайити йақтуруп, йүсүпкә «хас һаҗип » дегән унванни бәргән. у өз әсиридә өзиниң 18 ай ишлигәнликини, 50 йашқа киргәнликини әскәрткән болуп, мәшһур түрк тилшунас рәшит рәһмәти арат бу учурларға асасән, униң 1015-1016-йиллири арисида туғулғанлиқини оттуриға қойған. униң өлүми тоғрисида һечқандақ учур йоқ. у пәқәт әсәрниң ахирқи қисмида өзиниң қерип қалғанлиқини әскәрткән.

қутадғу билигниң бүгүнгә қәдәр сақлинип қалған үч нусхисиниң барлиқи мәлум. уйғур һәрплири билән йезилған әң ахирқи нусхиси һератта, қалған әрәб һәрплик икки нусхиси мисир вә фәрғанәдә сақланмақта. бу қиммәтлик әсәрниң илим-пән дунйасидики тәтқиқат җәрйанини түрколог вамберй башлиған болсиму, әмма радлоф толуқ текистини елан қилди. лекин, әң тәпсилий тәтқиқатни рәшит рәһмәти арат елип барған. тәтқиқат тарихиға қарайдиған болсақ, қутадғу билиг 19-вә 20-әсирләрдә дунйаниң һәрқайси җайлирида түркологийә саһәсидики әң чоң байқаш дәп қарилиду. бу байқаш арқилиқ, түрк миллитиниң ағзаки әнәнигила игә әмәслики испатланди. бу әсәр тоғрисидики тәтқиқатлар ғәрб дунйасида икки әсирдин буйан давам қилмақта. һазирға қәдәр йавропа, америка, совет иттипақи, хитай, йапонийә, корейә вә түркийәдики академиклар түрк әдәбийати тәтқиқати билән шуғуллинип, қутадғу билиг тәтқиқати саһәсидә зор тәтқиқачилар қошуни шәкилләндүрди. һазирму тәтқиқ қилиниватқан бу әсәр, түрк дунйасиниң интайин қиммәтлик хәзиниси болуп, 11-әсирдики түркчини йорутуп бериду.

мәнбәләр:

1. Yıldız, H; Apaydın, D. (2016). Prof.Dr. Ahmet Bican Ercilesun ile Kutadgu Bilig Üzerine Konuştuk. Türk Edebiyatı Dergisi, Sayı 518, Aralık, ss. 12-18.

2. Elif Küçüker, (2019), Kutadgu Biligde Kültür Unsurları, Yayınlanmamış YL Tezi.

3. Camal, G; Kafkasyalı, M.S. (2016), Kutadgu Bilig Araştırmaları Tarihi, Ankara.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر