ванниң саватлиқ күмүш пишшиқлап ишләш сәнити

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «түркийәниң районларға асасән тизимға елинған мәһсулатлири» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, «ванниң саватлиқ күмүш пишшиқлап ишләш сәнити» тоғрисидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

2087349
ванниң саватлиқ күмүш пишшиқлап ишләш сәнити

ванниң саватлиқ күмүш пишшиқлап ишләш сәнити

түркийә авази радийоси: түркийәниң шәрқий анадолу райониға җайлашқан, тарихий урарт мәдәнийитиниң пайтәхти болған ван шәһири, көли, мәрвайити вә наштилиқиға охшаш қол һүнәрвәнчилик мәһсулатлири биләнму өзигә лайиқ намға еришти. буларниң бири «саватлиқ күмүш пишшиқлап ишләш сәнити» болуп, ван сода-санаәтчиләр бирләшмисиниң илтимасиға асасән, 2017-йили 11- айниң 23 – күни түркийәниң районларға асасән тизимға елинған мәһсулатлири қатариға киргүзүлди. сават қоғушун, күмүш, мис вә гүңгүрт қатарлиқ минерал маддиларниң бирләштүрүлүши асасида шәкилләнгән қара рәңлик арилашма болуп, әрәбчидики «қара» дегән мәнини билдүридиған «әсвәд» кәлимисидин елинған. саватни тәййарлаш үчүн, алди билән 500 гирам мис, 500 гирам қоғушун, 125 гирам күмүш вә 1 килогирам гүңгүрт бир қачиға селинип, тәхминән 750 сантиграт  иссиқлиқта еритилиду. йахши арилаштурулуп қара рәңгә өзгиридиған бу арилашма метал қачиға қуйулуп совутилиду. обдан совутулған арилашма қачидин елинип, сәндәлниң үстигә қойулуп парчилиниду, андин һаванчиға селип езилип, парашоктәк увақ һаләткә кәлтүрүлиду. андин, езилгән бу парашокқа боракс маддиси қошулуп, суйуқ лай һасил қилиниду. бу лай күмүш тамакиданларға, тамака қапчуқлириға, ат егәрлири, тәсбиһләр қатарлиқ нәрсиләрни зиннәтләштә ишлитилиду. бу қол һүнәрвәнчилик билән шуғулланғучиларниң өз һүнәр-сәнитиниң устази болуши вә тәсәввур күчиниң йуқири болуши интайин муһим. тарихи миладидин бурунқи чағларғичә созулидиған сават, йуқири каратлиқ күмүштин йасалғинида, сүпәтлик күмүшниң ақ рәңги билән қара рәңлик саватниң сизиқлири көрүнәрлик селиштурма пәйда қилиду. саватлиқ күмүш безәкчиликиниң йәнә бир муһим алаһидилики шуки, күмүштә орун алидиған нәқишниң полат учлуқ инчикә қәләм билән ойулишидур. бүгүнки күндә, вандики 4 айрим сехта пишшиқлап ишлинидиған мәһсулатларниң һәммиси дегүдәк експорт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر