тефлонниң кәшип қилиниш һекайиси

илкәр ташқин тәрипидин тәййарланған «турмушни қолайлаштурған тасадипий байқашлар» намлиқ сәһипимизниң бу йиллиқ тунҗи санида, тефлон (политетрафторолоетилин)ниң кәшип қилиниш һекайисини силәр билән ортақлишимиз.

2105599
тефлонниң кәшип қилиниш һекайиси

тефлонниң кәшип қилиниш һекайиси

түркийә авази радийоси: өтмүштин һазирғичә илим-пән саһәсидики бөсүш характерлик байқашлар инсанларниң турмушини асанлаштурди вә мәдәнийитимизниң тез сүрәттә гүллинишигә капаләтлик қилди. қәдимки мисирдин тартип та бүгүнгә қәдәр, математика, физика, химийә, бийологийә йаки астрономийә қатарлиқ саһәләрдә кечә –күндүз тәтқиқат елип барған алимлар, пән – тәтқиқатчиларниң йәтмәкчи болған бирла нишани бар иди. у болсиму, билим нури астида сәрп қилған әмгәклириниң мевисини үзүп, инсанийәт мәдәнийитиниң тәрәққийатиға төһпә қошуш иди. әмма бәзидә ишлар улар ойлиғандәк болмиди йаки нәтиҗигә еришәлмиди. тәтқиқатлири җәрйанида, бәзидә тәҗрибихана муһитида йүз бәргән бирәр һадисә, тәтқиқ қилиниватқан химийәлик мадда йаки металларниң ойлимиған йәрдин инкас қайтуруши вәйаки бипәрвалиқлар турмушимизни асанлаштуридиған бир қисим бөсүш характерлик кәшпийатларниң барлиққа келишигә шараит һазирлап бәрди. буларниң ичидики һәммигә мәлумлуқ болғини, қазанниң қиймиқини қиришни йаман көридиған аилә айаллириға нисбәтән бир әсирниң мунәввәр кәшпийати дейишкә болидиған «тефлон» болуп, уни байқиған киши америкалиқ химийәшунас дохтур рой җ.плункет. 1910-йили 26-ийун дунйаға кәлгән дохтур плункет, кичикидин тартипла химийә саһәгә наһайити қизиққан вә бу саһәдә оқуған. американиң нийу җерсий иштатидики җексон тәҗрибиханисида химийә тәтқиқатчиси болуп ишлигән дохтур плункет, 1938-йили 4-айниң 6-күни әтигәндә өзиму һес қилмастинла инсанларниң турмушини асанлаштуридиған әң муһим кәшпийатлардин бирини иҗад қилди. әмәлийәттә, дохтур плункет йеңи типтики бир хил тоңлатқу үстидә тәтқиқат елип беривататти. у бир күнлүк хизмитини ахирлаштуруп, ишләпчиқиришта ишлитип ешип қалған хам әшйани әтиси ишлитиш үчүн, бир полат туңға селип қойуп, өйигә қайтти. әтиси адити бойичә әтигәндила келип ишқа чүшти؛ чала қалған ишләпчиқиришни давамлаштуруш үчүн, алдинқи күни қалдуқ нәрсә-керәкләрни селип қойған туңниң ағзини ачти. һәйран қаларлиқи, туңдин газ чиқмайвататти. дохтур плункет бу йәрдә ғәлитә бир ишниң барлиқини һес қилди. чүнки турубидин газ чиқмиған болушиға қаримай, туңниң еғирлиқида өзгириш йоқ иди. бу туңдики маддиниң сиртқа чиқип кәтмигәнликини көрситәтти. ундақта, хам әшйа қәйәрдә? қизиқишини контрол қилалмиған дохтур плункет, туңни тәтүр өрүп килапанни пүтүнләй еливәтти. шу чағда, туңдин қолға чаплашмайдиған, силиқ вә иссиққа чидамлиқ бир хил ақ парашок чиқти. плункет, туруба ичидики газниң солйавға охшайдиған бир маддиға айланғанлиқини һес қилди. 1938-йили байқалған «тефлон» намлиқ бу хам мадда, дәсләпки чағларда атом бомбиси ишләпчиқириштин тартип аләм тәтқиқатиғичә болған нурғун һәрбий саһәдә ишлитилди. 1956-йилиға кәлгәндә, тефлон бурулуш һасил қилип, инсанларниң күндилик турмушиға қәдәм қойди. ашхана сайманлири ишләпчиқиридиған бир ширкәт тефлонни алйумин қазанларниң ичини қаплаш үчүн ишләтти. америка аилә айаллири дәслипидә еһтийатчанлиқ билән муамилә қилған тефлон қазанлар, кейинчә «чаплашмас» дегән шоари билән күндилик турмушимизға кирип, айалларниң көңлини утуп, ашханилиримиздики тәврәнмәс орнини алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر