қорсақни тоқ тутидиған йемәкликләр

шипа булиқи (66)

2073402
қорсақни тоқ тутидиған йемәкликләр

қорсақни тоқ тутидиған йемәкликләр

(доктор мәһмәт учар)

 пәрһиз тутқан вақитта әң муһими өлчәмлик узуқлиништур. пәрһиз тутушқа башлаштин бурунқи йемәк-ичмәк адити болса буни қийинлаштуруветиду. бу мәсилини йеңишниң әң асан усули пәрһиз тутуш җәрйанида қорсақни тоқ тутидиған  йемәкликләрни истемал қилиштур.

қорсақни тоқ тутидиған йемәкликләр пәрһиз тутуш пирограммилиридиму кәм болса болмайду. пәрһиз тутуш җәрйанида бу йемәкликләрни истемал қилғанда қорсақни тоқ тутиду. бәзи йемәкликләр аз миқдарда йегән тәқдирдиму қорсақни тоқ тутидиғанлиқи үчүн, оруқлашни асанлаштуриду. оруқлаш үчүн истемал қилинидиған йемәкликләрниң тәркибидә калорийә аз болуши, ашқазанда техиму көп орун игиливалмаслиқи, тойунуш туйғуси бериши керәк. узуқлуқниң тәркибидики тала, ақсил вә суниң миқдари тойунуш туйғуси бериштә әң муһим амилларниң бири.

төвәндики йемәкликләрни озуқлуқ пирограммисиға киргүзүш арқилиқ тамақ арилиқидики ачлиқ туйғусиниң алдини елишта йуқири үнүмгә еришкили болиду:

 • тухум

тухум тойунуш туйғуси беридиған озуқлуқ қиммити вә ақсил маддиси йуқири йемәкликтур.

• данлиқ зираәтләр

қоңур гүрүч, буғдай нени қатарлиқ данлиқ зираәтләрниң тәкибидики тала маддиси бәдән еғирлиқини контрол қилиш вә бәдән еғирлиқиниң ешип кетишниң алдини елишта муһим рол ойнайду.

• шорпа:

суйуқ йемәкликләр ашқазандин аста чиқидиған болғачқа, узун вақит тойунуш туйғуси бериду.

• қуруқ йәл ـ йемиш

 қуруқ йәл ـ йемиш тамақ арилиқида истемал қилишқа тегишлик есил ушшақ-чүшшәк йемәклик болуп, тойунуш туйғуси беридиған ақсил, тала вә тәркиби сағлам майниңму йахши мәнбәси һесаблиниду. қуруқ йәл ـ йемишләрниң шипалиқ ролидин әң йахши шәкилдә пайдилиш үчүн уларниң тузсиз, қорулмиған вә хам болғанлирини таллаш керәк.

• май тәркиби төвәнрәк гөш

гөш, тоху, күркә тоху вә белиқ қатарлиқларниң тәркибидә көп учрайдиған вә узун вақит тойунуш туйғуси беридиған ақсил тойунуш һормуниға тәсир көрситиду. май тәркиби төвәнрәк қизил гөш, тоху / күркә тоху гөши вә белиқниң ақсил тәркиби йуқири, май тәркиби төвән болғанлиқи  үчүн, тойунуш туйғуси бериду.

• татлиқ бәрәңгә

антиоксидант тәркибири мол, су вә тала тәркиби йуқири болған татлиқ бәрәңгә охшаш алаһидиликкә игә башқа йемәкликләргә селиштурғанда, техиму узун  вақит тойунуш туйғуси бериду вә кейинки тамақта техиму аз йейишкә йардәм бериду.

• қуруқ пурчақ түридикиләр

ноқут, пурчақ, йессимуқ вә чока пурчақ қатарлиқ узуқлуқлар тойунуш туйғуси беридиған әң йахши ақсил мәнбәси һесаблиниду, пәрһиз тутуш вақтида җанға әсқатидиған узуқлуқлар, тала вә ақсилниң мол мәнбәси. шуниң билән бир вақитта, бу узуқлуқлар пайдилиқ кирахмал тәркиби сайисида башқа карбон су бирикмилиригә селиштурғанда, шекәрниң техиму аста айлинишиға йардәм бериду.

• йешил йопурмақлиқ вә гүңгүртлуқ көктатлар

болупму паләк, аргула, йавропа кәрәпшиси қатарлиқ йешил йопурмақлиқ көктатларниң,  йесивиләк, брокколи қатарлиқ гүңгүртлуқ көктатларниң тәркибидә тала вә су маддиси бар. һәҗими йуқири, калорийә тәркибири интайин төвән болған бу көктатлар оруқлитидиған вә қорсақни тоқ тутидиған әң муһим озуқлуқлар һесаблиниду.

• ананас, алма вә апелсин

мевә – чевиләрниң тәркибидә көп миқдарда су вә тала болғачқа, улар ашқазанда охшаш калорийәдики мевә шәрбити йаки татлиқ - турумларға қариғанда көп орун игиләп, тойунуш туйғусиға төһпә қошиду. болупму ананас, алма вә апелсинниң пости вә су тәркиби йуқири сәвийәдә тойунуш туйғуси бериду.

қетиқ

қетиқ қорсақниң әтрапини йағ қаплап кетишни азайтиду, тәркибидә ақсил көп болғачқа, узун вақит қорсақни тоқ тутиду.

• персейә нәшпүти

наштида қорсақни тоқ тутидиған йемәкликләр дейилгән һаман тунҗи болуп адәмниң көз алдиға келидиған мәһсулатларниң бири болған персейә нәшпүтиниң озуқлуқ қиммити йуқиридур. униң сағлам йағ тәркиби йуқири болуп, таланиң йахши мәнбәси.

• қара буғдай, кенова, булғур

қара буғдай, кенова вә булғур қатарлиқ тала тәркиби йуқири данлиқ зираәтләрниң тәркибидики ақсил маддиси башқа данларға қариғанда бир қәдәр көптур. бу данлиқ зираәтләр тәркибидики таланиң йардимидә үчәйдики иштиһани тутидиған һормонни актиплашқа йардәм бериду.

 • лор пишлақ

лор пишлақ май вә калорийә тәркиби төвән, ақсил тәркиби йуқири бир хил пишлақтур. у йәнә калтсийниң муһим мәнбәси болуп, узун вақит қорсақни тоқ тутиду вә бәдән еғирлиқини контирол қилишқа йардәм бериду.

• сулу йармиси

сулу йармиси тала тәркиби йуқири вә су сүмүрүш иқтидари йуқири болуштәк алаһидилики түпәйли йүксәк сәвийәдә қорсақни тоқ тутидиған данлиқ зираәттур. сулуниң тәркибидики ерийдиған талалар ашқазандики суни сүмүрүп, қойуқлаштуриду вә ашқазанниң бошишини кечиктүриду. бу арқилиқ узун вақит қорсақни тоқ тутиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر