мәвлана җәлалиддин румини хатирләш күни

мәвлана җәлалиддин румини йәнә бир қетим чоңқур һөрмәт вә аллаһтин рәһмәт теләш билән әсләймиз.

632575
мәвлана җәлалиддин румини хатирләш күни

түркийә авази радийоси: бүгүн 2016 – йили 17 – декабир мәвлана җәлалиддин румини хатирләш күни

анадолуниң әң сөйүлгән дини рәһбири вә шаирлиридин бирси  болған мәвлана җәлалиддин румини рәһмәт теләклиримиз билән әсләймиз.

униң сөзи бойичә «өлүм күни؛ сөйгүниниң висалиға йетидиған күн» болуп, у бу күндә йиғлаш вә азаблинишни мәний қилған иди. мәвлана җәлалиддин руминиң анадолу самасида йаңриған әқил дурданилири бүгүнки күндиму йалғуз бизниң дөлитимиздила әмәс, бәлки дунйаниң төтли әтрапида кәң йаңримақта. һәр йили 17 – декабир күни конйада өткүзүлидиған «шәбби аруз» мурасимлириға дунйаниң һәмила әтрапидин миңлиған киши униң «мәйли ким болишиңдин қәтий нәзәр йәнә кәл!» дегән чариқириға аваз қошуп, бәс – бәстә иштирак қилмақта. 

мәвлана җәлалиддин руминиң инсанниң қәдир - қиммитини алдинқи пиланға чиқиридиған пәлсәпәси дунйайимизни йорутуп кәлмәктә. биз мәвлана җәлалиддин румини йәнә бир қетим чоңқур һөрмәт вә аллаһтин рәһмәт теләш билән әсләймиз.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر